Һәр қайси әлләрдики уйғурлар 2022-йиллиқ норуз байримини дағдуғулуқ күтүвалди
2022.03.21
Дуняниң һәрқайсий әллиридики уйғурлар 2022-йиллиқ норуз байримини һәр хил паалийәтләрни өткүзүп, дағдуғулуқ күтивалди. Америка, канада, франсийә, шиветсийә, норвегийә голландийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурларниң норуз байримини күтивелиш паалийәтлири мол мәзмунларда елип берилған болуп, уйғурларниң норуз әнәнилири, миллий кийим-кечики, драма, нахша-уссул сәнити вә башқа мәзмунлар көрситилип, бирлик вә үмидварлиқ роһи намайән қилинған. Америкадики уйғурларниң норуз паалийити 19-март күни америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштурушида вирҗинийә штатида дағдуғулуқ өткүзүлгән.
Бирқанчә йүз киши қатнашқан бу норуз паалийити шәрқий түркистан марши вә дуа билән башлинип, нахша-уссул, музикилар арқилиқ уйғур тили һәм мәдәнийитиниң гүзәллики вә хаслиқи наямән қилинған. Болупму “меһрибан ана уйғур тили мәктипи” ниң оқуғучилири орундиған “атуш сәними” қатарлиқ номурлар алаһидә алқишқа еришкән. Паалийәткә йәнә американиң NBA баскетбол чолпини әнәс кәнтәр фредомму қатнишип сөз қилған. Уйғурларға қилған хизмити үчүн униңға мәхсус лоңқа тәқдим қилинған.
Канадаики норуз паалийити 20-март күни “канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң орунлаштурушида канаданиң торонто, калгари, монтериял, ванковер қатарлиқ шәһәрлиридә өткүзүлгән. Торонтодики паалийәтму шәрқий түркистан марши билән башлинип, шеир деклиматсийә қилинған, нахша-уссул қатарлиқ сәнәт номурлири орундалған.
Франсийәдики норуз паалийити париж шәһридики бир залда өткүзүлгән болуп, “явропа уйғур иниститути” ниң орунлаштурушидики паалийәткә бир қанчә йүз киши қатнашқан. Паалийәттә “париж ана тил мәктипи” оқуғучилириниң орундишида есил сәнәт номурлири көрситилиш билән бир вақитта, явропадики башқа дөләтләрдин кәлгән уйғур сәнәткарлар әнәниви нахша-уссул, муқам қатарлиқ сәнәт номурлирини тәқдим қилип, меһманларниң қизғин қарши елишиға еришкән.
Норуз байрими уйғурларниң миң йиллардин бери тәбрикләп келиватқан муһим миллий байрими, шундақла уйғурларниң турмуш адитидә интайин чоң тәсиргә игә уйғур мәдәнийитиниң бир парчисидур. Лекин норуз байримини өз ичигә алған уйғур мәдинийити хитайниң еғир бузғунчилиқиға учраватқан бүгүнки күндә, муһаҗирәттики уйғурлар норуз байримини дағдуғулуқ күтивелип, бу арқилиқ уйғур мәдәнийитини қоғдаш, җанландуруш вә намайән қилиш вәзиписини үстигә алмақта.