Хитай мәркизи теливизийисиниң норуз байримини қазақистанлиқларниң байрими дәп тәшвиқ қилиши инкас қозғиди
2017.03.22
Норуз уйғурларниң, шундақла оттура асия, ғәрбий асия, кавказ, балқан қатарлиқ районларда яшайдиған түркий тиллиқ милләтләр билән иран тиллиқ милләтләрдин болуп җәмий 500 милйондин артуқ аһалиниң хәлқаралиқ йеңи йил байрими.
Үч-төт миң йиллар бурун пәйда болған омом хәлқ байрими. Һалбуки, хитай мәркизи теливезийиси 13-қанилида қазақистандики норуз байрими һәққидә, 21-март күни бәргән мәхсус хәвиридә “норуз байрими қазақистанлиқларниң баһар байрими, йеңи йили, норуз дегән сөз қазақчә баһар, йеңи башлиниш дигән сөз” дегәндәк, норуз байриминиң келип чиқиши тоғрисида муҗимәл бир тәрәплимә тонуштурулуши, қәдимдин татрип норузни миллий байрам сүпитидә өткүзүп кәлгән уйғурларда инкас пәйда қилди.
2009-Йили б д т маарип пән-мәдәнийәт тәшкилати норуз байримини,“инсанийәт ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси”тизимликигә киргүзгән. 2010-Йили 2-айниң 23-күни б д т йиғинида қарар мақуллинип, 3-айниң 21-күни “хәлқара норуз байрими-дуня тинчлиқ, мәдәнийәт күни”дәп бекиткән.
Фейсебок қатарлиқ иҗтимаий алақә вастилиридә, хитай таратқусидики бу натоғра чүшәндүрүш, мәсулийәтсизлик, тарихни мәқсәтлик бурмилаш дәп тәнқид қилинмақта. Тарихй мәнбәләрдин мисал вә испатлар кәлтүрүлгән мулаһизиләрдә “норуз уйғур хәлқиниң узун тарихқа игә һәм есил өрп-адәт вә мәдәнийәтлири билән туюнған әң катта байрими, әвладму -әвлад әзизләп келиватқан қутлуқ байрам, әҗдатлиримиз уни қәдимдә “йил беши” яки “күн туғди”дәп атап байрам қилип кәлгән.
Әмәлйәттә хитай һөкүмәт таратқулирида норуз байримини уйғур елида сиясй мәқсәтлирини ишқа ашуруштики тәшвиқат сөпитидә қоллинип, буни “милләтләр иттипақлиқи” дегәндәк ибариләр билән тәрипләп, һазирқи қошмақ туғқан болуш сиясәтлиригә бағлап тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум, уйғурлар болса “хитай һөкүмитини, норуз байриминиң уйғурларғиму хас қәдими әнәнивий миллий байрам икәнликидәк тәрәплирини нәзәрдин сақит қилишқа, һәтта унтулдурушқа уруниватиду”дәп тәнқид қилмақта.