Президент обама билән далай лама вашингтондики тилавәт наштилиқида бир йәргә җәм болди
2015.02.05
Преиздент обама билән тибәт роһаний даһийси далай лама пәйшәнбә күни америка президентиниң йилда бир қетим өткүзүлидиған тилавәт наштилиқиға қатнашти. Гәрчә икки тәрәп йүз туранә учрашмиған болсиму, бирақ обама тилавәт наштилиқида сөзлигән нутқида далай ламани “қәддинас досдум” дәп көрсәтти.
У йәнә, “далай лама меһри -шәпқәтниң үлгиси, у бизни барлиқ кишиләрниң қәдир-қиммити, әркинлики үчүн сөзләшкә илһамландуруп кәлди” деди.
Президент обама өткән йиллиқ тилавәт наштилиқида хитайниң диний әркинлик сияситини тәнқидләп, уйғурларни тилға алған.
У өзиниң һәр қетим хитай рәһбәрлиригә “универсал һоқуққа, җүмлидин христианлар, тибәтләр, буддистлар вә уйғур мусулманлириниң универсал һоқуқиға әмәл қилишниң пайдилиқ тәрәплирини әскәртип кәлдим” дегән иди.
Бирақ далай ламаниң бу йиллиқ тилавәт наштилиқиға тәклип қилиниши хитайниң наразилиқини қозғиған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси, “биз америка тәрәпниң тибәткә алақидар ишлардики вәдисигә қарап һәрикәт қилишини, алақидар мәсилиләрдә икки тәрәпниң омумий мәнпәәтини нәзәрдә тутушини үмид қилимиз” дегән.
Бирақ ақ сарайниң дөләт хәвпсизлик баянатчиси патрик вентрел, “президент далай ламаниң тәрғибати, тибәтниң йетүк диний, мәдәнийәт, тил әнәнисини қоғдашниң күчлүк қоллиғучиси” дәп көрсәтти.
Нөвәттә, президент обама билән далай ламаниң очуқ -ашкара учурушиш-учрашмаслиқи ениқ әмәс.