Обама түркийәниң терроризмға қарши өзини қоғдаш һоқуқини қоллайдиғанлиқини билдүргән
2016.02.21
Түркийә президенти ишханиси җүмә күни баян елан қилип, америка президенти обаманиң түркийәниң сүрийәгә алақидар хәвпсизлик әндишилирини чүшинидиғанлиқини вә уни қоллайдиғанлиқини билдүргәнлики ашкарилиди.
Түркийәдин чиқидиған “саба күндилик гезити” ниң хәвәр қилишичә, обама чаршәнбә күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә 28 адәмниң җениға замин болған террор һуҗумидин кейин һал сораш үчүн әрдуғанға телефон қилған. Улар телефонда 1 саәт 20 минут сөзләшкән.
Обама сүрийә чеграси ичидики курд PYD сиясий партийәси вә YPG қораллиқ күчлириниң һәрикәтлиригә йеқиндин диққәт қилип туруватқанлиқи вә түркийәниң терроризмға қарши өзини қоғдаш һоқуқини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Ақсарайниң бу һәқтики баянатиға қариғанда, обама сүрийә курдлириниң йеқинда қолға кәлтүргән ғәлибилирини суйиистемал қилип йәниму кәң земин игиләш қәстидә болмаслиқини алаһидә тәкитлигән. У түркийәниму өзини тутувелишқа чақирған.
Түркийә террорлуқ һуҗумиға учриғандин кейин, рәҗәп таййп әрдуған америкиға хитаб қилип, уларниң сүрийә ичидики курдларни қоллашнитохтимиғанлиқини әйиблигән.
Түркийә сүрийә ичидики YPG курд қораллиқ күчлириниң түркийә ичидики террорчи тәшкилат PKK ниң бир қисми икәнликни илгири сүрүп, америкини уларниму “террорчи тәшкилат” дәп тонушқа чақирип кәлгән болсиму, әмма америка YPG ни ислам дөлитигә қарши урушта керәклик, дәп қарап уларни қоллашни тохтатмиған иди.
Бу сәвәбтин түркийә - америка арисидики пикри ихтилапи күчәйгән.