Хәлқара олимпик комитетиниң хитай вә русийәгә тутқан пәрқлиқ позитсийәси күчлүк тәнқидкә учриди
2022.03.03
Хәлқара олимпик комитетиниң украинаға таҗавуз қилған русийәни әйибләп, ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан хитайға қарши сүкүт қилиштәк икки йүзлимичилики қаттиқ әйибләнмәктә.
Русийә украйинаға таҗавузчилиқ уруши қозғиғандин кейин, хәлқара олимпик комитети чақмақ тезликидә инкас қайтуруп, бу һуҗумни әйиблигән иди. Улар русийә президенти виладимир путинни олимпик орденидин мәһрум қилидиғанлиқини җакарлаш билән биргә, хәлқара тәнтәрбийә органлирини русийә вә белорусийә тәнһәрикәтчилирини қара тизимликкә киргүзүшкә чақирған.
Гәрчә олимпик комитетиниң бу қарарлири даналарчә болсиму, бирақ униң техи йеқиндила ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан хитай һөкүмити саһибханлиқидики олимпик мусабиқисигә тутқан позитсийәси арисидики бу асман-земин пәрқ кишиләрниң диққитини қозғиған.
“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлиси әзаси киристофир симис бу һәқтә тохтилип: “хәлқара олимпик комитети әхлақ җәһәттә вәйран болған тәшкилат. Униң һәрикитидә бирдәклик йоқ” дегән.
2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси алдида хәлқара олимпик комитети бу олимпикни бикар қилиш яки йөткәш һәққидики барлиқ чақириқларға писәнт қилмиған, һәтта олимпик комитетиниң рәиси томас бах мусабиқә алдидики бир баянатида “хәлқара олимпик комитети сиясий җәһәттин битәрәп бир орган, биз сиясий мәсилиләргә баһа бәрмәймиз” дегән иди.
Америка дөләт мәҗлиси әзаси кирис симис сөзидә “гәрчә хәлқара олимпик комитетиниң росийәни тездин чәклиши тоғра бир қәдәм болсиму, әмма ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан хитай компартийәсиниң олимпик мусабиқисини бикар қилиш тәлипини рәт қилиши уларниң мунапиқлиқини ашкарилап бериду” дегән.
Дөләт мәҗлиси әзаси җеннифир вәкистонму олимпик комитетиниң уйғур мәсилисдә “сиясий битәрәплик” дегән баһаниниң арқисиға йошурунивалғанлиқини әйиблигән.
Хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқидин ибарәт бу инсанлиқ киризисини “сиясий мәсилә” дәп ативалған олимпик комитетиниң русийәниң украинадики таҗавузиға қайтурған инкаси оттурисидики пәрқ иҗтимаий таратқулардиму күчлук инкас қозғиди. Тонулған жорналист мелисса чен тивиттердики инкасида “тәнтәрбийә сиясәт билән мунасивәтсиз әмәсмиди, у һалда хәлқара олимпик комитети мәсчитләргә бузғунчилиқ қилиш вә бир милйон уйғурни мәхсус нишан қилип тутқун қилишни қобул қилидикән-дә! ?” дәп язған.