Ақсарайниң бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишни ойлишиватқанлиқи илгири сүрүлди
2021.03.01
Уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши бесимниң күчийишигә әгишип, ақсарайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишни ойлишиватқанлиқи илгири сүрүлди. “вашингтон көзәткүчиси” гезитиниң 28-феврал хәвәр қилишичә, ақсарай хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси түпәйли бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш яки башқа дөләткә йөткәш тоғрисидики күчлүк бесим астида мусабиқигә тутқан позитсийәсини қайта ойлишиватқанлиқиниң сигнали бәргән.
Ақсарайниң баянатчиси җин саки өткән һәптә ақсарайниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишиш-қатнашмаслиқ мәсилисидә техи ахирқи қарарни чиқармиғанлиқи, бирақ америка олимпик комитетиниң пикирини алидиғанлиқини билдүргән. Җин саки бурунқи сөзлиридә бу мәсилиниң техи музакирә қилинмиғанлиқини билдүргән иди. Америка таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, җин сакиниң өткән пәйшәнбә күни қилған сөзи бу мәсилиниң музакирә қилиниватқанлиқи вә буниң бир бурулуш икәнликини көрситидиғанлиқи тәкитләнгән.
Американиң б д т да турушлуқ сабиқ әлчиси никий хилей өткән һәптә мақалә елан қилип, американи бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа чақирған. У: “әгәр америка вә башқа әркин дөләтләр бейҗиң қишлиқ олимпикиға қатнашса, хитай компартийәси буни хитайниң йәршари орни вә рәһбәрликиниң испати, дәп һесаблайду” дегән. У йәнә тиветтирғиму учур йоллап, “америкиниң өз хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән, дуняға тәһдит селиватқан бир дөләтни улуғлаштурмаслиқи” ни тәкитлигәниди.