2022-Йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш хитайға тақабил турушниң муһим васитиси һесаблинидикән

Мухбиримиз җәвлан
2021.04.09

Йеқинқи мәзгилдин бери 2022-йил хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши туруш садалири барғансери күчийиватқан болуп, америка башчилиқидики ғәрб әллири бу мәсилини җиддий ойлишишқа башлиған.

“ню-йорк вақит гезити” дә 8-апрел елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, сабиқ трамп һөкүмити вә һазирқи байдин һөкүмити хитайниң уйғурларға елип барған җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткәникән, американиң өз принсипида чиң туруп, хитайдәк бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүшигиму қарши чиқиши керәк икән.

Байдин һөкүмити өз иттипақдашлири билән бирлишип бу олимпик мусабиқисини байқут қилишни техи мәслиһәтләшмигәнликини ейтқан. Әмма 180 кишилик һоқуқ тәшкилати бирлишип, бу мусабиқигә қарши туруш тәклипи сунған. Нөвәттә канада билән явропаму бу мусабиқигә қатнишиш-қатнашмаслиқни ойлишиветипту.

Мақалидә көрситилишичә, олимпик комитетидики әмәлдарларниң “тәнтәрбийәни сиясәт билән арилаштурушқа болмайду” дегини сәмимийәтсиз бир гәп болуп, олимпик йиғини әлвәттә сиясий мәқсәт арилашқан һәрикәт икән. Хитай рәиси ши җинпиңму бу мусабиқини сиясий ғәрәз үчүн, йәни өзиниң дөлитини “қанунлуқ дөләт”, өзиниң җинайәтлирини “қанунлуқ һәрикәт” қилип көрситиш үчүн бу мусабиқини өткүзүштә чиң турмақта икән.

Йәнә бир җәһәттин ейтқанда, әгәр бу олимпик мусабиқисигә пәқәт тәнһәрикәтчиләрла қатнашса, мусабиқә әһвали таратқуларда тарқитилса, тәнһәрикәтчиләр ши җинпиңниң хитайдики мустәбитлики вә зораванлиқини дадиллиқ билән паш қилалиса, бу пурсәттә кишиләрниң диққитини уйғур районидики бастурушқа қаратқили, олимпик йиғининиң тәсиридин пайдилинип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини хәлқара җамаәткә техиму көп ашкарилиғили болидикән.

Көзәтчиләрниң қаришичә, бу олимпик мусабиқисигә қарши туруштин башқа йәнә нурғун усуллар бар икән. Әгәр пүтүн дуняниң диққити хитайға мәркәзлишип, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши бесим пәйда қилмақчи болса, олимпик мусабиқиси әң чоң бесим нуқтиси һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.