Бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чуқанлири техиму юқури пәллигә чиқти

Мухбиримиз әзиз
2021.08.24

Хитай һөкүмити 2022-йили саһибханлиқ қилмақчи болуватқан бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чуқанлири изчил давам қиливатқан болуп, нөвәттә барғансери юқури пәллигә чиқмақта. 23-Авғуст күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “запас баш катипи”, б д т дики баш катип вә муавин баш катиптин қалсила үчинчи орунда туридиған юқури дәриҗилик әмәлдар дейвид крайн вә икки нәпәр кишилик һоқуқ адвокати бирлишип елан қилған обзор мақалисида бу мәсилә йәнә бир қетим алаһидә тәкитләнгән.

Обзорда улар алаһидә қилип хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватқанлиқи, шуниңдәк уларниң тибәт вә хоңкоң районидики бастуруш һәркәтлирини мисал қилип: “әмди кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәрқайси һөкүмәтләрниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишиниң әхлақий вә виҗданий синақ мәзгили йетип кәлди,” дәп көрсәткән. Шундақла хитай һөкүмитиниң “терорчилар” дәп қариливатқан талибанлар һакимийити билән еғиз-бурун ялишиватқанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Апторлар хәлқара олимпик комитети 1936-йилидики берлин олимпик мусабиқисини чәклимигән реаллиқни мисал қилиш арқилиқ шунчә ашкара һалда “ариянлар алий ирқ” дегән нәзәрийини базарға селиватқан һәмдә қирғинчилиқни башлап болған натсистлар германийәсиниң ақивәттә милйонлиған йәһудиниң бешиға чиққанлиқини, нөвәттә хитай һөкүмитиниңму худди мушу мәзмундики тәшвиқатларни ашкара қиливатқанлиқини, буларниң һәммиси ‍олимпик роһиниң мәзмунлиридин болған “барчә хәлқни бир мәйданға җәм қилиш” дегән маддиға еғир хилап икәнликини шәрһиләп бәргән. Апторларниң қаришичә, 2008-йилидики бейҗиң язлиқ олимпик мусабиқисиниң өзила хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа хитай болмиған милләтләргә йүргүзгән зулумлирини етирап қилғанлиқ болған. Нәтиҗидә хитай һөкүмитиниң бу хил зулумлири наһайити тезла бүгүнкидәк юқури чәккә йәткән.

Улар ахирида бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәш, һәрқайси дөләтләр бу қетимлиқ мусабиқигә вәкил әвәтмәслик қатарлиқ бир қатар тәклипләрни оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.