“лос-анжелис вақти” гезити мақалә елан қилип, калифорнийәдики уйғурларниң бейҗиң қишлиқ олимпики һәққидики наразилиқлирини аңлатқан
2022.02.17
Америкадики нопузлуқ гезитләрниң бири болған “лос-анжелис вақти” гезитидә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә бу ирқий қирғинчилиққа қаримай хитайда өткүзүлгән қишлиқ олимпик мусабиқиси һәққидә кәң көләмлик бир мақалә елан қилинди.
“калифорнийәдики уйғурлар үчүн қишлиқ олимпик уларниң йүзигә урулған бир шапилақ болди” дәп мавзу қоюлған бу мақалидә, калифорнийә шитатида яшаватқан әркин сидиқ, нурниса қурбан, буғра әркин вә башқа уйғурлар зиярәт қилинған. Мақалидә уйғурларниң тенчлиқ вә баравәрликниң симовли болған олимпикниң хитайда өткүзүлгәнликидин һәмдә олимпикниң қоллиғучи ширкәтлиридин зор дәриҗидә үмидсизләнгәнлики йорутуп берилгән.
Мәзкур хәвәр мақалисиниң апторлири олимпикниң қоллиғучи ширкәтлириниң пикрини елиш үчүн улар билән алақилашқан болсиму, әмма кокакола, паносаник, P&G, самсуң, тойота вә виза қатарлиқ ширкәтләр уларға җаваб қайтурмиған. Интел ширкити уларниң соалға җаваб беришни рәт қилған. Атос ширкити қайтурған язма баянатида өзиниң олимпик вә мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң учур техника шерики болуштәк ролидин башқа мәсилиләргә баһа бәрмәйдиғанлиқини вә ширкәтниң нәдила болса мусабиқиниң дигитал техникасини қоллайдиғанлиқини ейтқан. Омега ширкитиму өзиниң олимпик қоллиғучилиқини үстигә алған 90 йилдин буян сиясий мәсилиләрдә битәрәп турғанлиқини илгири сүргән.
Хәвәрдә йәнә исмини ашкарилашни халимиған бир сода мәслиһәтчиси зиярәт қилинған болуп, у сөзидә олимпик мусабиқисиниң ширкәтләр үчүн өзини базаға салидиған алтун пурсәт болғачқа, буниңдин алдирап ваз кәчмәйдиғанлиқини, кәчкән тәқдирдиму буниң зийининиң тәнтәрбийәчиләргә болидиғанлиқини билдүргән. У сөзидә “бу 206 дөләттики тәнһәрикәтчиләрни қоллаш билән мунасивәтлик, һәргизму һәр қандақ бир дөләттики тәнһәрикәт мусабиқисини қоллаш үчүн әмәс,” дегән.
Америкадики тонулған тарихчи җәймис милвард “лос-анжелис вақти” гезитигә хитай һөкүмитиниң характери һәққидә чүшәнчә берип, униң 2008-вә 2022-йилидики һәр икки олимпик мусабиқисини өз тәшвиқати үчүн қолланғанлиқини, дәл уйғурлар мәсилиси диққәт қозғаватқан бир пәйттә хитайниң уйғур тәнһәрикәтчи дилнигар илһамҗанға олимпик мәшили көтүргүзүш арқилиқ дуняға “һәммә ишлар җайида, уйғурлар билән хитайлар яхши һәмкарлишип өтиватимиз” дегән сегнални бәргәнликини ейтқан.
Мәзкур гезит өз хәвиридә йәнә лос-анжилистики уйғур тәшкилатиниң һәйәт әзалиридин нурниса қурбан ханимниму зиярәт қилған. У хитай 2008-йиллиқ олимпиккә саһибханлиқ қилиштин бурунму уйғур вә тибәтләрниң һоқуқи үчүн топланған паалийәтчиләрниң буниңға қарши сан-фирансиско кочилирида намайиш қилғанлиқини әсләп, “12 йилдин кейин, биз йәнила қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси һәққидә сөзләватимиз. Әлвәттә, биз мусабиқиниң депломатик бойқут қилинғанлиқиға рәһмәт ейтимиз, чүнки бу дуняниң диққәт қиливатқанлиқини ипадиләйду. Бирақ буниң тәсири немә болди, у олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини шу йәрдә өткүзүлүштин тохтиталидиму?” дәп соал қойған.
Исмини ашкарилашни халимиған йәнә бир уйғур болса өзиниң бу мәсилидә хәлқара олимпик комитети вә қоллиғучи ширкәтләрни әйибләйдиғанлиқини, чүнки уларниң бу мусабиқини хитайға бериш арқилиқ тәнһәрикәтчиләрни қейин әһвалға қойғанлиқини билдүргән.