Уйғур елидә бу йил алий мәктәп пүттүридиған оқуғучилар сани тарихтики әң юқири сәвийигә йетидикән

Мухбиримиз ирадә
2013.05.30

Уйғур районлуқ маарип назарити елан қилған санлиқ рәқәмгә қариғанда, бу йил уйғур елидин алий мәктәпни пүттүридиған оқуғучи сани 76 миң 966 нәпәргә йетип, тарихтики әң зор “оқуш пүттүридиғанлар қошуни” барлиққа кәлгән.

Алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларни ишқа орунлаштуруш мәсилиси уйғур елидики әң җиддий мәсилиләрниң бири болуп, бу, райондики миллий зиддийәткә сәвәб болуватқан амилларниңму бири иди.

Тәңритағ торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә уйғур елидики ишқа орунлишиш вәзийитиниң җиддийлики, адәм көп, иш орни аз болуштәк әһвалниң йәнила еғирлиқи билдүрүлгән. Әмма, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр болса, уйғур елидики яшларниң ишсиз қелишини сиясий амилларға бағлиқ, дәп қаримақта.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмити уйғур елигә милйонлап хитай көчмән йөткәшни тохтатқан вә иш базирида миллий айримичилиқ қилмай, адил риқабәтни йолға қойған тәқдирдә, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисиниң бир қәдәр һәл болуп кетидиғанлиқини тәкитлиди.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға айримичилиқ қилип, иш базиридиму уларни очуқ-ашкара чәткә қеқиватқанлиқи һәрқайси кишилик һоқуқ органлири елан қилған доклатлардиму көп қетим оттуриға қоюлған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.