Өркәш дөләтниң юртиға қайтиш урунуши йәнә мәғлуп болди

Мухбиримиз әркин
2013.11.28

1989‏-Йилдики “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң рәһбәрлиридин өркәш дөләт икки күн аввал тәйвәндин хоңкоңға келип, хоңкоң чегра даирилиригә өзини мәлум қилған.

У, хоңкоң даирилириниң өзини дәрһал қолға елип, бейҗиң даирилиригә тапшуруш беришини тәләп қилған болсиму, бирақ хоңкоң даирилири уни қолға елишни рәт қилған вә тәйвәнгә қайтурувәткән.

Бу, өркәш дөләтниң хитай даирилиригә тунҗи қетим өзини мәлум қилиши әмәс.

У илгири хоңкоң, авмен даирилиригә, хитайниң японийә вә америкидики әлчиханилириға өзини мәлум қилған болсиму, улар өркәшни қолға елишни рәт қилған.

Бу нөвәт униң өзини мәлум қилиш арқилиқ юртиға қайтип, ата-аниси билән көрүшүш тиришчанлиқи йәнә бир қетим мәғлубийәткә учриди.

Өркәш дөләт бу қетим хоңкоңлуқ адвокат, хоңкоң парламент әзаси хе җүнренниң һәмраһлиқида хоңкоңға келип өзини мәлум қилған.

У хоңкоң айродромида туруп германийә ахбаратиға бәргән мәлуматида: мән хоңкоң һөкүмитиниң мени җуңго даирилиригә өткүзүп беришини үмид қилип кәлдим. Мән мәркәзниң хоңкоңда турушлуқ алақилишиш орниниң хадимлириниң тезрәк келишини арзу қилимән, дегән.

Бирақ, хоңкоң даирилири өркәшниң тәлипини рәт қилип, уни дәрһал тәйвәнгә йолға селип қойған.

Өркәш дөләт “4‏-июн тйәнәнмен вәқәси” дин кейин хитай даирилири тутуш буйруқи чиқарған 2‏-номурлуқ шәхс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.