Хитайниң милләтләр ишлири алий әмәлдари, аз санлиқ милләт сәнәтчилириниң ортақ кимликкә мәркәзлишишини тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.07

Хитай дөләтлик милләтләр ишлириға мәсул алий әмәлдари, аз санлиқ милләт сәнәтчилириниң әсәрлиридә өз миллитини гәвдиләндүрүшини тәнқидләп, уларниң иҗадийәттә ортақ кимликкә мәркәзлишишини тәләп қилған. Бу, хитайниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилишта башқа милләт әдәбият-сәнәтчилириниң иҗадийәттә шу милләтниң турмуш хаслиқи вә миллий әнәнилирини тема қилиши вә уни әкс әттүрүшигиму чәклимә қойғанлиқниң ипадиси, дәп қаралмақта.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң ашкарилишичә, хитай дөләтлик милләтләр ишлири комитетиниң рәиси пән йө хитайниң 31-июл күни өткүзүлгән “мәмликәтлик 13-нөвәтлик аз санлиқ милләтләр әдәбий иҗадийити тулпар мукапати” йиғинида сөз қилип, аз санлиқ милләт сәнәткарлириниң иҗадийәттә “өз миллитини мәркәз қилиши” ни тәнқидлигән. Униң көрситишичә, аз санлиқ милләтләр сәнәткарлири әсәрлиридә “ортақ кимликни мәркәз қилиши керәк” икән.

Пән йө буниң алдида йәни бу йил 6-айда, қәшқәрдә өткүзүлгән “шинҗаң тарихий вә кәлгүси” намлиқ хәлқара йиғиндиму “хитай мәдәнийитиниң барлиқ милләтләрни бирләштүргүчи амил” икәнликини илгири сүргәниди. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, пән йө тибәт тилида ишләнгән бир филимни тәнқидләп, бу филимниң пәқәт роһий дуняға мәркәзләшкәнлики, униңда компартийәниң төһписигә йетәрлик салаһийәт бәрмигәнликини билдүргән.

Пән йөниң қәйт қилишичә, кейинки йилларда аз санлиқ милләт әсәрлиридә “ғәрбниң көп қутуплуқ мәдәнийәт нәзәрийәси” ниң тәсиригә учраштәк “кишини әндишигә салидиған” йүзлиниш көрүлмәктикән. Хитайниң бу йиллиқ “аз санлиқ милләтләр әдәбий иҗадийити тулпар мукапати” бир уйғур тәрҗиманға берилгән. Мәлум болушичә, “шинҗаң язғучилар җәмийити” ниң муавин рәиси болған әйса йүсүп исимлик бу тәрҗиман, турғун миҗитниң 2022-йили хитай мәркизи тәшвиқат бөлүми тәрипидин хитай тилида нәшр қилинған “ваңсән кочиси” намлиқ ақсудики хитайларниң һаяти тема қилинған китабини уйғурчиға тәрҗимә қилғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.