Хитай һөкүмити 197 кишини “торда өсәк сөз тарқатқан” дегән җинайәт билән җазалиған

Мухбиримиз қутлан
2015.08.31

Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, бүгүн тйәнҗин шәһәрлик һөкүмәт өзиниң микробилогида хәвәр берип, тйәнҗиндики зор партлашта өлгәнләр саниниң 158 гә йәткәнликини елан қилған.

Шуниң билән бир вақитта йәнә, шинхуа агентлиқи хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң баянатини нәқил кәлтүрүп, 197 кишини “һәр хил темиларда торда өсәк сөз тарқатқан” дегән җинайәт билән җазалиғанлиқини хәвәр қилған.

Шинхуа агентлиқи тарқатқан рәсмий хәвәрдә йәнә, хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң йеқиндин буян интернетта җәмий 165 адресни тақиғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә бир қисим тор кезәрлириниң “җуңгодики пай чеки базири чүшүп кәткәнлики сәвәбидин бир киши бейҗиңда бинадин сәкрәп өливалди”, “тйәнҗиндики партлашта аз дегәндә 1300 адәм өлди” дегәндәк өсәк сөзләрни тарқатқанлиқи үчүн җазаланғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә йәнә хели көп сандики кишиләрниң бейҗиңда өткүзүлүш алдида турған һәрбий парат һәққидә өсәк сөз тарқатқанлиқи үчүн җазаланғанлиқи тилға елинған.

Көзәткүчиләр, хитай тор сақчилириниң нөвәттә илгирики һәрқандақ бир мәзгилгә селиштурғанда “сәзгүрлүкиниң пәвқуладдә ешип кәткән” ликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.