Пакистан ислам өлималири уйғур ели зияритидә йәнә хитайниң думбиқини чалған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.26

Пакистанниң “хәвәр” намлиқ ториниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, пакистан ислам идеологийә кеңишиниң өлималири уйғур елигә қилған зияритидин кейин хитайни махтап, “шинҗаңдики мусулманлар хитай һөкүмитиниң актип сиясити билән һәм диний һәм иқтисадий әркинликтин бәһримән болуветипту” дегән.

Мәлум болушичә, бу зиярәткә пакистан ислам идеологийә кеңишиниң рәиси, доктор муһәммәд рағиб һүсәйин наими башчилиқидики өмәкниң 11 кишилик әзаси қатнашқан. Улар бейҗиң, шиән, қәшқәр вә үрүмчидә 10 күнлүк зиярәттә болуп, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң вәкиллири, һәрқайси шәһәрләрдики мәсчит башқуруш комитетлири вә компартийә рәһбәрлири билән сөһбәтләшкән.

Хәвәрдә йәнә мундақ дейилгән: “вәкилләр өмики қәдимки шиән мәсчити, қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити вә шинҗаң ислам институтини зиярәт қилип, шәйх абдулрәқиб, шәйх  ибраһим вә шәйх җүмә қатарлиқ даңлиқ мусулман рәһбәрләр билән көрүшти”

Хәвәрдә баян қилинишичә, зиярәт давамида ислам идеологийә кеңишиниң рәиси, доктор муһәммәд рағиб һүсәйин наими хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қаттиқ мәдһийәлигән. У “хитайниң әң ғәрбидики шинҗаңлиқ мусулманлар хитай һөкүмитиниң актип сиясити сәвәбидин һәм диний, һәм иқтисадий әркинликтин бәһримән болуветипту. Һөкүмәт аз санлиқ милләтләрниң дуа-тилавәт сорунлирини актиплиқ билән әслигә кәлтүрүп, уларниң мәдәнийәт әнәнисини сақлапту” дегәндәк сөзләрни қилған.

Хәвәрдә йәнә “хитай һөкүмити милярд доллар мәбләғ селип, шинҗаңдики мусулманларниң, болупму қәшқәрдики мусулманларниң иқтисадий шараитини яхшилапту. Бу өзгириш йәрликниң иқтисадини көрүнәрлик илгири сүрүп, ашқунлуқниң көрүнәрлик төвәнлишигә төһпә қошупту. Бу тиришчанлиқ 2016-йилдин башлап, райондики террорлуқни мувәппәқийәтлик һалда йоқитипту” дегәндәк ибариләр орун алған.

Хитай һөкүмити ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп атиливатқан вәһшийликлирини йошуруш үчүн елип бериватқан тәшвиқат һәрикәтлиридә пакистан һөкүмәт әмәлдарлири, диний өлималири вә пакистан ахбаратлиридин пайдилинип кәлмәктә.

Америкадики нопузлуқ мусулманлар тәшкилати болған “һәммигә адаләт” тәшкилатиниң вашингтон ишханисиниң башлиқи, хена зубәри ханим техи йеқинда радийомизға қилған сөзидә “пакистанда ‛хитай-пакистан достлуқи‚ тәшвиқатиниң балилардин тартип сиңдүрүлүватқанлиқи” ни, пакистанниң иқтисадий нәпни дәп хитайниң уйғур елидики мусулманларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға көз юмуватқанлиқини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.