Пакистанниң кует дохтурханисидики партлашта 70 тин артуқ адәм өлди

Мухбиримиз меһрибан
2016.08.09

Хәлқара таратқуларниң пакистан һөкүмәт органлириниң хәвәрлиридин нәқил елишичә, 8-авғуст пакистанниң балочистан өлкиси кует шәһиридики һөкүмәт дохтурханисида йүз бәргән өзини қошуп партлитишта, мәзкур дохтурханида өлүп кәткән мәзкур өлкә адвокатлар җәмийитиниң башлиқи адвокат билал әнивәр касиниң матәм мурасими үчүн кәлгән 100 гә йеқин адвокат вә мухбирлардин 70 тин артуқ адәм өлүп, 112 адәм яриланған.

9-Авғуст сәйшәнбә күни пакистан сақчи тәрәп баянат берип, партлашниң адәм бомба һуҗуми икәнликини елан қилди. Таратқуларда пакистандики талибанлар вә даеш террорлуқ тәшкилатиниң мәсулийәтни өз үстигә алғанлиқи хәвәр қилинмақта. Әнглийә б б с агентлиқниң хәвиридә дейилишичә, һуҗумниң җавабкарлиқини пакистандики талибанлардин “әркинлик партийиси” йәни җамаат-ул-аһрар үстигә елип, бир күн илгири мәзкур дохтурханида өлтүрүлгән мәшһур адвокат билал әнивәр касини өлтүрүш вәқәси вә шу күни мәзкур дохтурханида йүз бәргән өзини қошуп партлитиш һуҗумини өзлириниң елип барғанлиқини билдүргән.

Сәйшәнбә күни пакистан баш министири наваз шәриф язма баянат елан қилип, һуҗумни әйиблигән вә бигунаһ инсанларниң һаятидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.