Пакистан тәкшүрүш өмики уйғур елидә рамизанниң чәкләнгәнликигә аит испат тапалмиғанлиқини билдүргән
2016.07.03
Пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкилләп уйғур елигә әвәткән диний тәкшүрүш өмики җүмә күни баянат елан қилип, уйғур елидә тәкшүрүш җәрянида рамизанниң чәкләнгәнликигә аит испат тапалмиғанлиқини билдүргән.
Пакистан күндилик хәвәрләр гезитниң 2 - июл хәвәр қилишичә, мәзкур 4 кишилик тәкшүрүш өмикигә пакистан диний ишлар министирлики исламий тәтқиқат ишлар баш директори нурул ислам шаһ йетәкчилик қилған болуп, буларниң ичидә исламабадтики файсал мәсчитиниң баш хатипи мисбаһур рахман вә мупти абдул ислам вә қари муһәммәд шаһ қатарлиқ диний затлар бар икән.
Бу йилму хитайниң уйғур елидә рамизанлиқ чәклимиләрни күчәйткәнлики, оқутқучи - оқуғучилар, һөкүмәт хадимлири, партийә әзалириниң роза турушни чәклигәнлики, уйғур ашханилирини рамизан мәзгилидә ечишқа мәҗбурлиғанлиқи, мәсчитләрдә тарави намазлирини назарәт қилғанлиқи дәлил - испатлиқ хәвәр қилинған иди.
Әрәб бирләшмә хәлипиликидин чиқидиған “бүгүнки боғуз” гезитидики хәвәрләргә қариғанда, пакистанниң юқири дәриҗилик диний әрбаблардин тәркиб тапқан тәкшүрүш өмики хитайниң тәклипи билән уйғур елидә 26 - июндин 28 - июнғичә тәкшүрүштә болған.
Хәвәрдә көрситишичә, бу әрбабларни хитай диний ишлар идариси күтүвалған болуп, улар тәкшүрүш җәрянида үрүмчидики мәсчит, диний затлар вә йәрлик хәлқләр билән сөһбәттә болған.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, тәкшүрүш өмикидики бир әза: “зияритимиз җәрянида шуни байқидуқки, [у йәрдики] мусулман аммиси толуқ диний әркинликтин бәһримән болуветипту вә өзиниң диний мәҗбурийәтлирини әркин ада қиливетипту.” дегән.
Әйни чағда бу һәқтә зияритимизни қобул қилған пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” ниң мәсули өмәрҗан әпәнди пакистан тәкшүрүш өмкиниң һәргизму хитайниң ирадисигә мухалип нәтиҗә чиқармайдиғанлиқини билдүргән иди.