Пакистандики хитайға қарши намайиш тездин тоқунушқа айлинип кәтти
2024.07.30
“ройтерс агентлиқи” ниң 29-июлдики хәвиридә ейтилишичә, пакистанниң гвадар шәһридә балучистан күчлириниң икки күн давам қилған зор көләмлик намайиши тездин тоқунушқа айлинип кәткән. Шуниңдәк намайишқа иштирак қилған балучиларниң сани шиддәт билән көпәйгән. Намайишчилар бирнәччә күн бурун һөкүмәт тәрәп қолға алған балучистан кишилик һоқуқ паалийәтчилирини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, балучистан қораллиқ күчлиригә майил кишиләр башлиған бу намайиш пакистан сақчилириниң зорлуқ күч билән тосушиға учриғандин кейин намайишчиларниң сепи тездин кеңәйгән. Намайишчилар асаслиқи “хитай-пакистан иқтисади каридори” қурулуши пәйда қилған бир қатар кишилик һоқуқ мәсилилиригә қарши турушни нишан қилған болуп, гвадар порти буниңдики әң асаслиқ нуқта болған. Болупму қәшқәр билән гвадар портини туташтуридиған зор қурулуш пакистандики “иккинчи дәриҗилик пуқра” дәп қарилидиған балучистан хәлқи топлишип олтурақлашқан җайлардин өтидиған болуп, иш пурситиниң балучи хәлқигә берилмәслики, муһитниң булғиниши қатарлиқлар изчил йәрлик хәлқниң наразилиқини қозғап кәлгән.
Гвадар шәһәрлик сақчи идариси тарқатқан уқтурушта ейтилишичә, намайишчилар сақчилар билән тоқунушуш җәрянида пакистан армийәсидин бир әскәр өлүш, он нәччә киши еғир ярилиниш вәқәси келип чиққан. “балучистан миллий йиғилиши” ниң мәсуллири болса “һөкүмәт өткән үч күнлүк намайиш җәрянида миңға йеқин кишини тутқун қилди” дегән. Мәлум болушичә, гвадар шәһиридики намайиш тездин пакистанниң башқа җайлириға кеңәйгән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң җәнубий асия ишханиси бу һәқтә баянат елан қилип: “пакистан һөкүмитиниң һечқандақ зөрүрийәт болмиған әһвалда балучистан намайишчилириға қарши қанунсиз һалда армийәни ишқа селиши бизни бәкму әндишигә салмақта” дегән.
Мәлум болушичә, 60 нәччә милярд америка доллири сәрп қилиниш пиланланған “хитай-пакистан иқтисади каридори” қурулуши йеқинқи мәзгилләрдә мәбләғниң әмәлийләшмәслики түпәйлидин суға чилишип қалған. Шуңа хитай вә пакистан оттурисида бу һәқтики сөһбәтләр җиддий давам қилишқа башлиғаниди.