Хитай йеқин шерики пакистанни ақлашни давам қилмақта

Мухбиримиз ирадә
2017.08.24

Америка президенти доналд трамп хитайниң йеқин шерики пакистанни “террорчилар панаһлинидиған җай болуп қалди” дәп әйиблигәндин бери, хитай арқа-арқилап баянат берип, пакистанни ақлимақта.

Хитайниң рәсмий ахбаратлири тарқатқан хәвәрләрдин қариғанда, хитай ташқи ишлар министири ваң йи чаршәнбә күни америка дөләт ишлири министири рекс теллерсонға телефон қилип, пакистанниң афғанистандики ролиниң нәзәргә елиниши, пакистанниң игилик һоқуқи вә бихәтәрлик әндишилиригә һөрмәт қилиниши керәкликини ейтқан.

Ройтерис агентлиқиниң ейтишичә, сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар минситири ваң йи пакистан ташқи ишлар министири техмина җанҗуа билән бейҗиңда көрүшкән болуп, учришишта ваң йи пакистанни радикаллиқ билән күрәш қилип, “бир бәлвағ бир йол истратегийиси” ниң бихәтәрлики үчүн һәссә қошти, дәп мәдһийилигән. У йәнә “нөвәттики мурәккәп вә өзгириватқан хәлқаралиқ вә районлуқ вәзийәттә пакистан-хитай мунасивәтлири техиму муһим ролға игә” дегән.

Дүшәнбә күни америка президенти доналд трамп пакистан һөкүмитиниң афғанистан-пакистан чеграсидики бәзи районларда паалийәт қиливатқан талибанниң қалдуқ күчлиригә қарита йетәрлик һәрикәт қолланмайватқанлиқини әйиблигән вә “биз пакистанға милярдлап доллар бериватқан болсақму, биз йоқатмақчи болған террорчилар пакистанда панаһлинип йүрмәктә һәмдә хәлқимизни өлтүрүшни давам қилмақта. Биз әмди буниңға давамлиқ сәври қилалмаймиз” дегән иди. Арқидинла, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң баянат берип, “хәлқара җәмийәт пакистанниң террорлуққа қарши күрәштики әҗригә көз юмувалмаслиқи лазим” дәп пакистанни ақлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.