Пакистанниң асаслиқ гезитлиридин “тез йолланма мунбири” хитайниң “шинҗаң тәшвиқати” ни қилиш билән әйибләнди
2024.04.19
Пакистанниң асаслиқ гезитлиридин “тез йолланма мунбири” гезити (Express Tribune) йеқинда арқа-арқидин уйғур диярида хушаллиқ вә диний әркинликниң һөкүм сүрүватқанлиқи илгири сүрүлгән икки парчә мақалә елан қилған. Нөвәттә, “тез йолланма мунбири” гезити бу хил мақалиләр арқилиқ хитайниң “шинҗаң тәшвиқати” ни елип бериш вә өз өзини мәсхирә қилиш билән әйибләнмәктә. явропада чиқидиған “зимистан” тори 17-апрел мәхсус мақалә елан қилип, “тез йолланма мунбири” ниң “ню-йорк вақти” билән һәмкарлиқ мунасивити болған бирдин бир пакистан гезити икәнлики, пакистан билән хитай иттипақдаш болсиму, әмма пакистанда нопузлуқ мәтбуат әпкари, дәп қарилидиған бу гезитниң “бейҗиңни хушал қилишиниң бир чеки болуши керәклики” ни билдүргән.
Мәлум болушичә, “тез йолланма мунбири” гезити йеқинда “һәйвәтлик шинҗаң: қәдимики вә заманиви йипәк йолидики мислисиз гүллиниш” мавзулуқ бир мақалә елан қилған. Мақалини хитайниң карачида турушлуқ баш консули қәләмгә алған болсиму, әмма униңға чүшәнчә берилмигән. “зимистан” тори, мақалида “шинҗаңни башқилардин пәрқләндүридиғини диний әркинлик вә униң диний гүллиниши” дәп көрситилгәнлики, униң райондики мәсчитләрни чеқиш вә “хитайчилаштуруш” ни “диний гүллиниш” дәп һесаблиғанлиқини билдүргән. “зимистан” ториниң қәйт қилишичә, “һәр қайси дөләт парламентлириниң биләт ташлап, шинҗаңдики уйғур вә башқа түркий хәлқләрдә йүз бериватқан ишларни ирқий қирғинчилиқ, дәп бекиткән, б д т ниң доклатида хитайниң бу районда ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ садир қиливатқан болуши мумкин, дәп хуласә чиқарған болсиму, әмма пакистан гезитиниң бу районда “хушаллиқ” һөкүм сүрүватқанлиқини илгири сүрүши һәм күлкилик һәм бизар қиларлиқ икән. “зимистан” тори, буниң хитай баш консули вә пакистан “тез йолланма мунбири” гезити ойниған тунҗи оюн әмәсликини, бу гезитниң бу йил 1-айдиму хитай баш консулиниң йәнә бир мақалисини елан қилғанлиқи, шуңа “ню-йорк вақти” гезити өзиниң “тез йолланма мунбири” билән болған һәмкарлиқини қайта ойлишишини тәләп қилған.