“шинҗаң пахтиси” ни байқут қилған адидас, хитайдики содисини қайта күчәйтишкә киришкән
2023.05.23
Германийәниң даңлиқ тәнһәрикәт кийимлири маркиси болған адидас 2021-йили H&M, Hennes & Mauritz вә найки қатарлиқ даңлиқ ғәрб ширкәтлиригә қошулуп, хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсули болған “шинҗаң пахтиси” ни ишләтмәйдиғанлиқини елан қилип, хитай һөкүмити вә хитай истемалчилириниң байқут қилишиға учриғаниди.
Лекин “вол стрет журнили” гезитиниң хәвәр қилишичә, 2021-йилдин бери хитайда қаттиқ кашилиға учрап, хитайдики содиси еғир тәсиргә учриған адидас ширкити, нөвәттә хитай һөкүмити вә хитай истемалчилириниң әпу қилишиға еришип, өзиниң хитайдики базирини әслигә кәлтүрүшниң пешиға чүшкән.
“вол стрет журнили” ниң 21-май күни бәргән бу һәқтики бир хәвиридә, адидасниң риқабәт күнсери кәскинлишиватқан хитайдики базирини әслигә кәлтүрүш үчүн хитай һөкүмитиниң тәнһәрикәт вә мәдәнийәт программилирини қоллашқа башлиғанлиқи билдүрүлгән.
Бу ширкәтләр америка вә башқа ғәрб һөкүмәтлири хитайниң бир қанчә милйон уйғур вә башқа түркий мусулманларни тутқун қилип, лагер, түрмиләргә қамиғанлиқи, уларниң көпинчисини мәҗбурий әмгәккә селип, хәлқара мал тәминләш зәнҗирини булғиғанлиқини елан қилишидин кейин, “шинҗаң пахтиси” ни ишләтмәйдиғанлиқини җакарлиғаниди. “вол стрет журнили” ниң йезишичә, нөвәттә адидас ширкити еһтият билән хитайдики образини өзгәртишкә киришкән болуп, ширкәт мәсуллири униң хитайдики содиси бурунқи һаләткә кәлмисиму, әмма хитай базириниң %10 ни игилисила униң пайдисиниң көпийидиғанлиқини ейтқан.
Хәвәрдә, нөвәттә адидасниң “хитай йеник атлетика җәмийити” ни өз ичигә алған һөкүмәт аппаратлири билән һәмкарлишишқа башлиғанлиқи, униң шаңхәй йерим марафон мусабиқисини өз ичигә алған чоң көләмлик тәнһәрикәт паалийәтлирини һөддигә алғанлиқини билдүргән. Буниң алдида атақлиқ уйғуршунас, америка “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчи адриян зенз йеңи доклат елан қилип, хитайниң уйғурларни давамлиқ мәҗбурий пахта ишләпчиқириш әмгикигә селиватқанлиқини ашкарилиғаниди.