Хитайниң пахта мәһсулатлириға қоюлған чәклимә хитайни бу саһәдики дуня базиридин пүтүнләй сиқип чиқиралмайдикән

Мухбиримиз җәвлан
2022.07.27

Америка “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилишни башлап, хитайдин келидиған пахта мәһсулатлирини чәклигәндин кейин, буниң тәсири хитайдин һалқип, һиндистан, бенгал, вейтнам қатарлиқ дөләтләргә кеңәйгән.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ториниң хәвәр қилишичә, бу йил америка алдинқи бәш айда хитайдин импорт қилған пахта мәһсулатлири 21.5 Пирсәнт болуп, 2020-йилдикигә қариғанда 3.7 Пирсәнт төвәнлигән. Шуниң билән биргә бенгалдин импорт қилған пахта мәһсулатлири 8.4 Пирсәнттин 10.2 Пирсәнткә көпәйгән; һиндистандин импорт қилған пахта мәһсулатлири 16.5 Пирсәнттин 19.2 Пирсәнткә көпәйгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бенгал билән вейтнамниң америкаға пахта мәһсулатлирини експорт қилиш миқдари көпәйгән билән, улар пахтини йәнила хитайдин импорт қилидикән. Улар бу пахтини башқа җайдин импорт қилған пахтилар билән арилаштуруп, мәһсулат ишләпчиқирип америкаға експорт қилса, америка таможниси һазирчә уни DNA тәкшүрүшидәк инчкә тәкшүрүп бир тәрәп қилалмайдикән.

Нурғун даңлиқ маркилар уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қелиштин һәмдә хитайдики “ковидни нөлгә чүшүрүш” сияситидин қечип, хитайдин һиндистанға йөткилишни үмид қилмақта икән. Бундақ болғанда, һиндистанниң пахта мәһсулатлирини ишләпчиқириш вә експорт қилиш күчи ашидикән. Әмма уйғур районидин чиқидиған пахтиларға қоюлған чәклимә һиндистанниң тоқумичилиқ санаитигә зиян йәткүзидикән, чүнки хитай һазир һиндистандинму пахта импорт қилидикән.

Хитай хәлқара иқтисад-сода мәркизи өткән йил 5-айда бир доклат елан қилған болуп, униңда “американиң уйғур районидин чиқидиған пахтиларға чәклимә қоюшидики мәқсәтлиридин бири, дуняда хитайдин халий йеңи типтики пахта тоқумичилиқ мәһсулатлири тәминләш линйәси бәрпа қилиш” дейилгән. Әмма мәзкур доклатта бу мәқсәтниң әмәлгә ешишиға болған гуман оттуриға қоюлған һәмдә “хитайниң ишләпчиқириш күчигә һечнемә тәң келәлмәйду” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.