Пәрһат турсунниң қисмити йәнә бир қетим әскә елинди
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәркитидә уйғур сәрхиллири көпләп қолға елинған болуп, шуларниң арисида уйғур җәмийитидә бәлгилик тәсиргә игә шаир пәрһат турсунму 2018-йили январдин буян лагерға қамалған иди.
5-Феврал күни пәрһат турсунниң бәзи әсәрлирини енглизчиға тәрҗимә қилған уйғуршунас, доктур дәррен байлер пәрһат турсун һәққидә йәнә бир парчә узун мақалә елан қилди. У мақалисида өзиниң пәрһат һәмдә униң иҗадийити билән тонушуш җәрянини әслигәч, униң нөвәттә лагерға елип кетилгәнлики җәзмләштүрүлгән төт йүз нәччә уйғур зиялисиниң бири болуп қалғанлиқини һәсрәт билән тәкитләйду.
Дәррен байлер йеқинда қазақистандики бир қисим лагер шаһидлирини зиярәт қилиши җәрянида бу хилдики зиялиларниң узун муддәтлик "тәрбиләйәш" тин кейин узун мууддәтлик қамаққа һөкүм қилинидиғанлиқини аңлиған. У мушу әһвалларни баян қилип "қариғанда, пәрһатқа берилгән 16 йиллиқ қамақ җазасиму шундақ болған охшайду. У 67 йешида түрмидин чиққанда дуня униң техи пүттүрүп болалмиған бәш парчә әсиридин бихәвәр қалиду," дәйду.