Сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо: хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи қәтлиам вә ирқий қирғинчилиқ билән толған
2021.07.02
Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо 1-июл күни тивиттир учурида хитай компартийәсиниң 100 йиллиқини баһалап уни қәтлиям вә ирқий қирғинчилиқ билән толған бир әсир, дәп сүпәтлиди.
У мундақ дегән: “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи зор көләмлик қәтлиамлар вә ирқий қирғинчилиқ билән толған бир әсирдур. Һечқандақ бир сиясий партийә хитай компартийәсидәк җиқ адәмниң җениға замин болуп баққан әмәс.”
Хитай компартийәси 1-июл күни өзиниң қурулушиниң 100 йиллиқини бейҗиңда зор дағдуға билән күтүвалғаниди. Хитай дөләт рәиси ши җинпиң шу күндики нутқида “биз әзәлдин башқиларни бозәк қилмиған, зулум қилмиған вә қул қилмиған” дәп сөзлигән.
Америка диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нурий түркәлму ши җинпиңниң сөзигә инкас қайтуруп: “натсистлар дәвридин бери көрүлүп бақмиған әң чоң җаза лагерлирини йолға қойған вә шундақла уйғурларни завутларда вә қураштуруш линийәлиридә қул қиливатқан ши җинпиңниң бундақ ялған сөзлиши толиму күлкилик” дегән. У йәнә мундақ дегән:
“хитай коммунистик партийәси уйғурларниң узун тарихқа игә қәдимий дин вә мәдәнийәт әнәнисигә қарши зор тәһдит пәйда қилди. У уйғурларниң диний вә мәдәнийәт кимликини өзигә садақәтсизлик вә йошурун тәһдитниң аламити, дәп қарайду. Хитай компартийәси динни йәни уйғурларниң мусулман болушини ирқий қирғинчилиқниң баһаниси сүпитидә қолланған. Әркин демократик дөләтләр кишилик һоқуқ вә қанун асасидики хәлқара тәртипни қоғдаш үчүн, хитай компартийәсиниң дөләт ичидики бастуруш һәрикити вә чәтәлдики таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә қарши туруши керәк.”