Путин назарбайефниң туғулған күнини тәбриклиди

Мухбиримиз үмидвар
2013.07.07

Русийә президенти владимир путин 6 - июл күни қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң туғулған күнини тәбрикләш үчүн татаристан пайтәхти қазандин астанаға келип, өзи биваситә назарабйефни тәбриклиди.

Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң баян қилишичә, 6 - июл күни қазақистанниң президент күни болуп, бу күн пүтүн мәмликәт бойичә дәм елишқа қоюветилгән.

“невсру” ториниң хәвиридин мәлум болушичә, путин астанада назарбайефни тәбрикләш билән бир вақитта русийә билән қазақистан арисидики һәмкарлиқ мәсилилири бойичә пикир алмаштурған. Буниң ичидә әң муһим нуқта “байқанур” аләм вә ядро техника мәркизи мәсилиси болуп, русийә бу орунни давамлиқ ишләтмәктә иди. Буниңдин башқа путин билән назарбайеф йәнә 2 - июл күни бу җайдин қоюп берилгән “протон - м” намлиқ ракета тошуғучиниң апәткә учрап, қазақистан екологийисигә тәсир көрсәткәнликигә аит мәсилиләрниму муһакимә қилған.

Мәлум болушичә, путин қазақистан билән болған һәмкарлиқларға алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, нурсултан назарбайеф униң “явро - асия иттипақи” идийисиниң қоллиғучисидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.