Русийә президенти владимир путин оттура асияда зиярәттә болди

Мухбиримиз үмидвар
2017.03.01

Русийә президенти владимир путин27-28-феврал күнлири оттура асиядики таҗикистан вә қирғизистанда зиярәттә болди.

Оттура асия учур ториниң хәвәр қилишичә, путин өз сәпириниң тунҗи бекити сүпитидә 27-феврал күни уйғур дияри билән қошна таҗикистан җумһурийитиниң пайтәхти дүшәнбини таллиған болуп, бу сәпәрдә икки дөләт арисида 6 хил келишим түзүлгән. Икки дөләт һәмкарлиқини күчәйтиш даирисигә һәрбий, сода-иқтисадий, су електр истансилири қурулуши вә атом енергийәси һәм башқилар киргән.

Пәрғанә учур ториниң йезишичә, путин 28-феврал күни қирғизистан пайтәхти бишкәкни зиярәт қилған болуп, униң президент алмасбек атанбайеф билән болған учришишида икки дөләт арисида икки келишим имзаланған.
Икки президент һәрбий вә һәрбий техника саһәсидики һәмкарлиқни актип күчәйтишкә пүтүшкән болуп, русийә һәрбий базисиниң қирғизистанда мәвҗут болуп турушиниң, мәркизи асияниң муқимлиқи үчүн муһим амил икәнлики вә русийә һәрбий базисиниң давамлиқ түрдә қирғизистанда болуши муәййәнләштүрүлгән.

Путин қирғизистанға иқтисадий җәһәттин ярдәм беридиғанлиқини вә сода иқтисадий һәмкарлиқларни күчәйтидиғанлиқиниму тәкитлигән, атанбайеф болса қирғизистанниң явро -асия иқтисади иттипақиға әза болушиниң иқтисадий җәһәттин зор пайдилиқ болғанлиқини билдүргән.

Анализчиларниң қаришичә, қирғизистан, таҗикистан вә қазақистан қатарлиқ уйғур дияри билән узун чегра линийисигә игә оттура асия дөләтлириниң хитайниң “бир йол, бир бәлвағ” һәмкарлиқ программиси астида хитай билән сода-иқтисадий алақилирини техиму күчәйтиши русийәниңму бу райондики өз сиясий, сода-иқтисади тәсирини техиму мустәһкәмлишигә түрткә болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.