Путинниң бейҗиң сәпири һарписида хитай таратқулири хейлуңҗяңдики рус кәнтини тәшвиқ қилишқа башлиған

Мухбиримиз қутлан
2015.08.31

Русийә президенти виладимир путин бейҗиңда өткүзилидиған һәрбий паратқа қатнишиш үчүн сәпәргә чиқиш һарписида хитай таратқулири бирдинла хейлуңҗяң өлкисидики рус кәнтини бәс-бәстә тәшвиқ қилишқа башлиған.

Мәлум болушичә, хейлуңҗяң өлкисиниң шәрқий-шималий бурҗикидики хуңҗяң кәнти русийә билән чегралинидиған хитай тәвәсидики алаһидә бир кәнт икән.

Бу кәнттә яшайдиған 300 гә йеқин кишиниң қенида охшимиған дәриҗидә рус тәркипи бар болуп, улар әйни йиллири сабиқ советләр иттипақида йүз бәргән ачарчилиқтин хитайға қечип кәлгән русларниң әвладлири икән. Бу кишиләр кейинчә бу йәрдики хитайлар билән тойлишип шалғут бир топни шәкилләндүргәникән.

1960-Йилларда совет-хитай мунасивити йирикләшкәндә, бу йәрдики рус қени арилаш кәнт аһалилири “совет җасуси”, “ревизионизмчи” дегәндәк қалпақлар билән еғир күнләрни көчүргәнлики мәлум.

Көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң путин бейҗиңға келиш алдида хейлуңҗяңдики рус кәнтини таратқуларда тәшвиқ қилиши кона иттипақдиши русийә билән болған мунасивәттә дәсмайә һазирлаш үчүндур, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.