Хитай даирилири уйғур елидә қаттиқ қоллуқ сиясәтни давамлаштурушни тәшәббус қилди

Мухбиримиз ирадә
2013.05.30

Мәркәз шинҗаң хизмитини маслаштуруш гурупписиниң башлиқлиқиға тәйинләнгән сиясий бюро даимий комитетиниң әзаси йү җеңшең уйғур елидики зияритини аяғлаштуруп қайтқандин кейин, уйғур аптоном районлуқ парткомда униң сөзиниң роһини өгиниш йиғини ечилған.

Йү җиңшиң уйғур елигә қилған зиярити җәрянида охшашла “диний радикаллиқ” қа давамлиқ зәрбә беришни, террорлуқ һәрикитигә қарши юқири бесимлиқ сиясәтни давамлиқ сақлап қелишни тәкитлигән иди. Чаршәнбә күни ечилған йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән йү җиңшиңниң сөзлирини қәтий әмәлийләштүрүшни тәкитлигәндин сирт, уйғур елидә мәңгүлүк әминлик бәрпа қилиш үчүн қош тил оқутушини чиң тутуш вә дин ишлирини башқурушни күчәйтиш муһим әһмийәткә игә, дегән.

Хитай рәһбәрлириниң давамлиқ һалда қаттиқ қоллуқ билән бастурушни тәкитлиши уйғур көзәткүчиләрниң наразилиқини қозғиди. Улар, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қаттиқ қоллуқ билән бастуруш арқилиқ мәңгүлүк әминликкә еришәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.