Хитай җ х министири уйғур елини давамлиқ қаттиқ контрол қилидиғанлиқини билдүргән
2024.10.22
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири ваң шявхуң уйғур елигә қилған зияритидә район бихәтәрликиниң хитай дөләт бихәтәрлики вә иқтисадий тәрәққиятидики орниниң муһимлиқини көрситип, районниң сиясий бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқиға капаләтлик қилиш керәкликини алаһидә тәкитлигән.
“шинхуа агентлиқи” ниң хәвиригә асасланғанда, хитай җ х министири ваң шявхуң 19-өктәбирдин 21-өктәбиргичә уйғур елини зиярәт қилип хитай рәиси ши җинпиңниң һазирқи иқтисадий вәзийәт вә иқтисадий хизмәтләр тоғрисидики муһим сөзиниң роһини әтраплиқ тәтқиқ қилиш вә йолға қоюшниң зөрүрлүкини тәкитлигән. У мундақ дегән: “шинҗаңниң җамаәт хәвпсизлик органлири чоқум күчлүк сиясий садақәтмәнликни бәрпа қилип, хәтәрниң алдини елиш вә бихәтәрликкә капаләтлик қилиш үчүн түрлүк вәзипиләрни актиплиқ билән ада қилип, террорлуққа қарши туруп сиясий бихәтәрлик вә иҗтимаий муқимлиқни сақлаш лазим”.
Хитай һөкүмити узундин буян “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш” дегәнни көтүрүп чиқип, уйғур елини чәт әллик мутәхәссисләр ейтқандәк “сақчи дөлити” гә айландурған болса, “террорлуққа зәрбә берип муқимлиқини қоғдашни даимлаштуруш” ни изчил тәкитләп, уйғурларни давамлиқ вә кәң-көләмлик бастурушни давам қилип кәлмәктә.
Уйғур ели вә вә хитай вәзийитини көзитиватқан анализчилар хитай җамаәт хәвпсизлик министири ваң шявхуң қатарлиқ хитай әмәлдарлириниң районниң сиясий бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқиға капаләтлик қилиш керәкликини даим тәкитлишини, уйғур елидики сиясий контроллуқниң бундин кейинму давам қилидиғанлиқи, бәлки техиму қаттиқ вә җиддий түрдә иҗра қилинидиғанлиқиниң бешарити дәп қаримақта.