Һиндонезийәдики уйғур тутқун хитайға қайтуруветилгән

Мухбиримиз әзиз
2022.09.27

2015-Йилидин буян һиндонезийә түрмисидә җаза муддитини өтәватқан уйғур тутқунлардин әһмәд бозоғлан 2022-йили июлда җаза муддити тошуп қоюп берилгәндин кейин хитайға қайтуруп берилгән. Йеқинда һиндонезийә сақчи даирилири йеқинда бу хәвәрниң растлиқини дәлиллигән.

“бенар хәвәрлири” ниң 27-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, һиндонезийә сақчилири униң хитайдики қайси шәһәргә қайтуруветилгәнликидин хәвири йоқ икәнликини, әмма бу йил 35 яшқа киргән һәмдә түркийә паспорти билән тутулған әһмәд бозоғланниң 1-июл күни түрмидин қоюп берилгән һаман хитайға өткүзүп берилгәнликини ейтқан.

Хәвәрдә ейтилишичә, әйни вақитта әһмәд вә униң үч дости “сахта паспорт билән һиндонезийә чеграсидин өткән һәмдә даиш тәшкилатиға қатнашмақчи болған” дегән җинайәт билән әйиблинип қолға елинған. Униң билән биргә қолға елинған башқа үч уйғур яш 2020-йили һиндонезийә түрмисидин қоюп берилгәндин кейин хитайға қайтуруп берилгән. Сотта уларға қоюлған 100 милйон рупийә (тәхминән йәттә миң америка доллири) җәриманини хитай һөкүмити толуқ төливәткән. Шу вақитта бу үчәйләнму түркийә паспорти билән қолға елинған икән. Җакарта шәһиридики “ашқунлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси мохади бхакти (Moh Adhe Bhakti) бу һәқтә сөз қилип: “әһмәдниң әһвалиму илгирикиләрдин пәрқ қилмайду. Униң үч шерикини әйни вақитта һиндонезийә һөкүмити түркийәгә қайтурмақчи болғанда түркийә һөкүмити буниңға унимиған иди” дәйду.

Бу хилдики хитайға қайтурулған уйғурларниң тәқдири асасән өлүм җазаси билән ахирлишип кәлгән болуп, оттура асия җумһурийәтлири яки хитайға қошна болған дөләтләрдин хитайға қайтуруп берилгән уйғур мусапирларниң көпинчиси ашу хилдики ечинишлиқ қисмәткә учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.