Қазақистандики латин йезиқи қоллиниш мәсилисигә аит муназириләргә уйғурларму қатнашмақта
2017.06.25
Қазақистан җумһурийити президенти нурсултан назарбайеф йеқинда қазақистанниң 2025-йили омумйүзлүк латин йезиқи қоллинидиғанлиқини елан қилғандин буян қазақистан зиялийлири арисида йезиқ өзгәртиш мәсилиси һәққидә түрлүк көз қарашлар оттуриға чиқиватқан болуп, бу қатарға қазақистандики уйғур зиялийлирини иштирак қилмақта. Чүнки 2025-йили қазақистан латин йезиқиға көчсә, бу җумһурийәттики 300 миңға йеқин уйғур аһалисиниң кирил йезиқиму охшашла өзгирип, латинчә болиду.
Әмма, қазақистан зиялийлири арисида совет иттипақи йимирилгәндин кейинла рус йезиқини өзгәртип, латин яки әрәб йезиқиға көчүш пикирлири оттуриға чиққан, бәзи уйғур зиялийлириму қазақистандики уйғур йезиқини тарихи ана вәтинидики уйғур йезиқи билән бирләштүрүш пикирлирини оттуриға қоюшқан иди.
Мәзкур муназириләргә иштирак қилған қазақистанлиқ уйғур зиялийлардин доктор абләт камалоф қазақистанда уйғур тилида чиқидиған “уйғур авази гезити” дә оттура асия җумһурийәтлиридә, җүмлидин уйғурларниң 20-әсирдики бир қанчә қетимлиқ йезиқ өзгәртиш тарихи җәрянлири һәққидә тохтилип, түркий җумһурийәтлири ичидә әң бурун әзәрбәйҗанниң 1925-йили латинчигә көчкәнлики, арқидин 1920-йилларниң ахири вә 1930-йилларда пүтүн оттура асия җумһурийәтлири, җүмлидин уйғурларму латинчә қоллинип, кейин бирдинла рус йезиқиға көчкәнлики, әмма қазақистан қатарлиқ җумһурийәтләрдики уйғурлар болса совет иттипақиниң 1934-1946-йиллиридики уйғур дияриға қаратқан сияситиниң еһтияҗи түпәйлидин башқа хәлқләргә қариғанда, әң кейин, йәни 1947-йили рус йезиқи, йәни кирилчигә көчкәнликини баян қилған. Униң қаришичә, совет иттипақидики уйғурлар башқа хәлқләргә қариғанда латин йезини әң узун вақит қолланған. Униң баян қилишичә, сиясий еһтияҗ түпәйлидин 1960-1980-йиллири арисида уйғур дияридики уйғурлар бир мәзгил латинчә қолланған.
Униң йәкүничә, сиясий сәвәбләр түпәйлидин, оттура асия хәлқлири, җүмлидин уйғурлар илгири-кейин әрәб йезиқидин латинчигә, арқидин рус йезиқиға, мана әмди йәнә қайтидин латинчигә көчүштәк мурәккәп җәрянларни баштин кәчүргән вә кәчүрмәктә.