Қазақистанниң “каз-информ” намлиқ хәвәр оргини уйғур елидики зияритиниң тәпсилатлирини ашкарилиди

Мухбиримиз ирадә
2019.01.10

Йеқинда хитай һөкүмити ройтерсни өз ичигә алған бир қанчә хәвәр органлириниң мухбирлирини уйғур елидики лагерларға зиярәткә орунлаштурғанлиқини хәвәр қилған иди. “каз-информ” әнә шуларниң бири болуп, улар 10-январ күнидики хәвиридә бу қетимқи зиярәтниң тәпсилий җәрянлирини толуқ тонуштурған.

Мәлум болушичә, улар бу қетимлиқ зияритидә үрүмчи, қәшқәр вә хотәндә зиярәттә болуп, у йәрдики бир қисим лагерларни зиярәт қилған. Улар хәвириниң бешидила юқириқи бу зиярәт бекәтлириниң һәммисиниң хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулғанлиқини, өзлириниң халиған орунға берип, халиған киши билән хусусий сөһбәт қилиш пурсити болмиғанлиқини әскәрткән. 

Улар хәвиридә бу хитай һөкүмити “кәспий техника билән тәрбийиләш мәркизи” дәп тонуштурған орунлардики аталмиш “тәрбийәләнгүчиләр” ниң зиярәт қобул қилғанда қилған сөзлириниң бир-биригә охшаш икәнликини, уларниң һәммисиниң охшашла “өзлириниң радикал идийәдин зәһәрлинип, қанунға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн бу йәргә тәрбийәләнгили кәлгәнликини” ейтқан. Йәнә бәзилири өзлириниң бу йәргә өз ихтиярлиқи билән кәлгәнликини, һәптә ахирлирида өйигә қайталайдиғанлиқини ейтқан. 

Һалбуки, хитайниң бу зиярәткә аит тәшвиқатлири кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә дуня уйғур қурултийиниң тәнқидигә учриған. Улар хитай һөкүмити тәрипидин сәһниләштүрүлгән бундақ зиярәтләрниң һечкимни қайил қилалмайдиғанлиқини билдүргән. 

Юқириқи бу зиярәткә орунлаштурулған ройтерс агентлиқиму чаршәнбә күни зиярәтниң җәряниға аит көрүнүшләрни елан қилғанда “хитай бизниң көрүшимизни арзу қилған ‛қайта тәрбийә лагерлири‚” дегән мавзуда елан қилған. 

Хитай һөкүмити мухбирлардин башқа йәнә қазақистан, русийә, пакистан, афғанистан қатарлиқ 12 дөләт депломатлириниму охшаш мәзгилдә зиярәткә орунлаштурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.