Уйғур дияридики қәдимий шәһәр районлири “өзгәртиш” намида вәйран қилинмақта
2021.08.24
Хитай һөкүмити башқуришидики “тәңритағ” ториниң 24-авғусттки хәвиридә ейтилишичә, һазирға қәдәр уйғур дияриниң һәрқайси наһийә вә шәһәрлиридики “конашәһәр” намида аталған районлардики 1600 дин артуқ мәһәллә чеқип ташланған, бу районлардин көчүрүлгән аһалә болса 200 миңдин ашқан. Нөвәттә хитай һөкүмити буни бир түрлүк җиддий вәзипә қатарида техиму кәң көләмдә иҗра қилишни тәкитлимәктә икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу хил “өзгәртип қайта қуруш” намидики чеқиш һәркити чөчәк, үрүмчи, санҗи, қумул, ғулҗа қатарлиқ җайларниң һәммисидила иҗра қилинған. Әмма бу хил чеқиш һәркити хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлирида “хәлқ аммисиға бәхтияр турмуш яритишниң нәмунилири” дегән шәкилдә чүшәндүрүлмәктә икән. Илгирики йилларда қәдимий шәһәр қәшқәрму әнә шу хил “пуқраларни қалақ турмуштин халас қилиш” дегән намда чеқип ташланған иди.
Әмма муһаҗирәттики уйғурлар буниң қоюқ сиясий мәқсәтни көзлигән пиланлиқ бузғунчилиқ икәнликини тәкитләйду. Йәнә бәзиләр болса илгириму бу хил чеқиветилгән районларда йеңидин селинған бина өйләрни сетивелишқа уйғурлар илаҗисиз қалғанлиқини, буниң билән бу биналарниң пүтүнләй хитай аққунлириға “мукапат” тәриқисидә һәдийә қилинғанлиқини тилға алиду. Америкадики мустәқил анализчи елшат һәсән бу һәқтә тохтлип: “хитай һөкүмити мушу йосунда қәдимий пураққа игә уйғур мәһәллилирини чеқип ташлап, бир яқтин уйғурларниң миллий кимликини әслитидиған барлиқ шәйиләрни йоқ қилмақчи болуватиду. Йәнә бир яқтин, мушу арқилиқ шәрқий түркистанға кәлкүндәк көчүп келиватқан хитай аққунлириға олтурақ макани яратмақчи болуватиду,” деди.