Қәдимки таримлиқлар калиниң йүрикидин гирим буюми ясап ишләткән

Мухбиримиз әркин
2016.02.10

Йеқинда хитай археологлар уйғур райониниң кичик мирән қәдимий қәбристанлиқида қезиш елип берип, уйғурларниң қәдими әҗдадлириға мәнсуп бир қәбридин икки қизил “гирим таяқчиси” байқиған.

Археологлар таяқчиларни тәҗрибиханида тәкшүрүп, униң кала йүрикидин ясалған әңлик икәнликини вә буниңдин 3600 йил бурунқи дәвргә тәәллуқ икәнликини муқимлаштурған.

Бу уйғур районида тунҗи қетим һайван ички органлиридин ясалған бу хил гирим буюминиң тепилишидур.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур археологийилик қезишқа йетәкчилик қилған археолог яң йимин, у буюмниң башқа нәрсиләрни бояшқа ишлитилгәнлики еһтималини чәткә қақмиған болсиму, әмма у: “қәбридин тепилған аял қуруқ җәсәтниң йүзидики қизил бояқ биздә у таяқчилар әңлик, дегән қарашни пәйда қилди” дегән.

Бу һәқтики тәкшүрүш доклати “илим -пән хәвәрләр журнили” да елан қилинған. Мақалидә көрситишичә, у әңлик буниңдин 3600 бурун дәпн қилинған аял җәсәтниң йенидики хурум сомкидин байқалған.

У аял җәсәт қолвақ шәкиллик тавутқа селинип, әңлик, яғач тағақ қатарлиқ буюмлар билән қошуп дәпн қилинған.

Археологларниң көрситишичә, мәзкур буюмлар буниңдин 4000 йил аввалқи кичик мирән хәлқниң турмуши, гүзәллик қариши, диний етиқади, һүнәр-сәнити, гиримчилик тарихи һәққидики тәтқиқатларни муһим материял билән тәминләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.