Хитай даирилири қәдимки хотән қәғәзчилик сәнитигә варислиқ қилғанлиқи һәққидә тәшвиқат йүргүзүшкә башлиған
2022.06.13
Уйғур мәдәнийитини уйғурларниң реал һаятидин йирақлаштуруп, уни музейларда көргәзмә қилип көрситишкә башлиған, шундақла уйғур елини омумйүзлүк хитайлаштурушқа киришкән бейҗиң һөкүмити, йеқиндин буян уйғурларниң қәдимки хотән қәғәзчилик әнәнисигә варислиқ қиливатқанлиқи һәққидә лап урған.
“хитай хәвәрләр тори” ниң билдүрүшичә, даириләр хотәнниң қарақаш наһийәси пурчақчи базирида мәхсус хотән қәғәзчилик көргәзмиси қуруп, саяһәтчиләргә ечивәткән. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә даириләр пурчақчи базиридики 12 әвлаттин бери қәдимки хотән қәғәзчилики билән шуғуллинип, 2000 йиллиқ бу кәшпиятни дәвримизгичә давамлаштуруп кәлгән бир аилини, хитайниң уйғур мәдәнийәт мираслирини музейлаштуруш пиланиниң бир парчисиға айландурған.
Бу аилидин бузәйнәп исмаилниң хитай таратқулириға ейтишичә, қәғәзчилик кәспини әвлатму-әвлат өз алдиға йәккә һаләттә давамлаштуруп келиватқан мәзкур аилиниң ата мирас бу кәспигә даириләр йеқинқи йилларда мудахилә қилип, буни хитайниң 2017-йилдин башланған уйғур мәдәнийәт мираслирини музелаштурушниң бир парчисиға айландурған. Бүзәйнәп исмайил, “хитай хәвәрләр тори” ға қилған сөзидә, “кәспий техника хадимлириниң йетәклишидә… һәр күни 50 нәччә парчә қәғәз ясаватқанлиқи, нурғун саяһәтчи вә хәттатларниң бу қәғәзләрни сетивалидиғанлиқи” ни билдүргән.
Уйғур вәзийитидин хәвәрдар анализчиларниң ейтишичә, хитай һөкүмити бир тәрәптин хотән қәғизигә охшаш қиммәтлик уйғур мәдәнийәт мираслирини музейлаштуруп, уни җанлиқ һаләттин өлүк нәрсигә айландурса, йәнә бир тәрәптин “шинҗаңни мәднийәт билән озуқландуруш” намида уйғур мәдәнийитини уйғурларниң җанлиқ иҗтимаий һаятидин үзүл-кесил тазилимақта икән.
Хотән қәғизини ясаш техникиси чәт әлләрдә тунҗи қетим 2002-йили америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән хәлқара йипәк йоли фестивалида көрситилгән. Әйни вақитта, қарақаш наһийәси пурчақчи базири буда кәнтидә олтурушлуқ бу аилиниң 10-әвлат хотән қәғизи ясаш устиси, 80 яшлардики тохти бақи мәзкур фестивалға қатнишип, қәдимки хотән қәғәзчилик һүнирини нәқ мәйданда көрсәткән.