Қәшқәр билән хоңкоң арисида биваситә һава қатниши башланған
2024.07.01
7-Айниң 1-күнидин башлап уйғур елиниң қәдимки мәдәнийәт бөшүклиридин қәшқәр шәһири билән хоңкоң арисида биваситә һава қатниши йолға қоюлған. Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, 1-июл күни қәшқәр ләйниң хәлқара айродурумидин тунҗи йолучилар айропилани хоңкоң хәлқара айродурумиға учқан. Бу, уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк сәвәбидин хитай ғәрб әллириниң ембаргоси яки байқут қилишиға учраватқан бир пәйттә, хитайниң мәзкур районни хәлқараға техиму кәң ечиш пиланиниң бир парчиси, дәп қаралмақта. Хитай һөкүмити өткән йилниң башлири мәмликәт миқясидики корона вируси юқум қамалини бикар қилғандин кейин, уйғур елигә селиватқан селинмини техиму көпәйтип, ишләпчиқириш салмиқини техиму ашурған, районни сиртқа ечиветиш қәдимини техиму кеңәйткән иди.
“хитай хәвәрлири” ториниң учуридин мәлум болушичә, 1-июл күни башланған қәшқәр билән хоңкоң арисидики биваситә йолучилар һава қатниши, қәшқәрдин хитайниң шәрқий җәнубидики хоңкоң, макав, тәйвән райониға ечилған тунҗи биваситә һава қатниши болупла қалмай, бәлки йәнә қәшқәр билән гуаңҗу, қәшқәр билән шенҗендин кейинки қәшқәрдин гуаңдуң, макав, хоңкоң райониға биваситә учидиған 3-һава йоли линийәси икән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, қәшқәр-хоңкоң арисидики йеңи һава қатниши қәшқәр билән хитайниң шәрқий җәнубидики чоң қолтуқ райони билән болған һава қатниши торини шәкилләндүргәнликини илгири сүрмәктә.
Хитай һөкүмити уйғур елидә 2027-йили башланған чоң тутқунидин бери, мәзкур районни хитайниң деңиз бойидики шәһәрләр билән төмүрйол, һава қатниши арқилиқ торлаштуруп, нопус вә мәбләғниң бу районға еқишини техиму тезләштүргән. Һалбуки, буниң уйғурларни районда техиму аз санлиқ орунға чүшүрүп қоюши, уларниң техиму қаттиқ йәклинишини кәлтүрүп чиқиришидин әндишә қиливатқан кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрб әллиридин уйғур елигә қаратқан җаза вә байқутни техиму күчәйтишни тәләп қилмақта. “хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, қәшқәрдин хоңкоңға учидиған йолучилар айропилани һәр һәптиниң дүшәнбә күни сәһәрдә йолға чиқип, шу күни чүштин йәнә қәшқәргә қайтип келидикән.