Қәшқәр кона шәһәр һакимиға йезилған очуқ хәт җавабқа еришти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.04

Икки һәптиниң алдида уйғур елидики аммиви торбәтләрдин биридә “кона шәһәр һакимиға очуқ хәт” намлиқ мәктуп елан қилинған вә очуқ хәттә кона шәһәрниң пилал кәнтидә әмин өй қурулуши үчүн аһалиләрдин зөрүрийәтсиз һалда пул топланғанлиқи инкас қилинған вә наһийә һакими бу мәсилини һәл қилишқа дәвәт қилинған иди.

Мәзкур инкасчи бүгүн йәнә шу торда бир баянат елан қилип, өзи оттуриға қойған мәсилиниң тәлтөкүс һәл қилинғанлиқини елан қилған вә наһийә рәһбәрлиригә өзи язған очуқ хәткә диққәт бәргини вә мәсилини һәл қилғини үчүн миннәтдарлиқ билдүргән.

Нөвәттә бәзи тор әзалири мәзкур инкасчиниң миннәтдарлиқ баянатини мәҗбурий язғанлиқ еһтималлиқини илгири сүрүшмәктә, әмма йәнә бәзиләр очуқ хәттә оттуриға қоюлған мәсилә сәзгүр мәсилиләрдин болмиғачқа, җүмлидин сиясий мәсилә болмиғачқа, хәтниң сәмимийәттин йезилғанлиқини оттуриға қоймақта. Әгәр мәсилиниң һәл болғанлиқи вә инкасчиниң бихәтәрлики раст болса, бу уйғур елида аз көрүлидиған җамаәт пикриниң бесимидин пайдилинип мәсилә һәл қилиш һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.