Қәшқәрдә өткүзүлгән хәлқара муһакимә йиғинида “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми болуп кәлгәнлики” тәкитләнгән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.06.12

Бүгүн қәшқәрдә ечилған “шинҗаңниң тарихи вә кәлгүси” намлиқ хәлқара муһакимә йиғинида “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми болуп кәлгәнлики” һәмдә хитайниң тарихи вә мәдәнийитиниң уйғур елидики роли алаһидә тәкитләнгән.

“шинҗаң гезити” ниң 6-айниң 12-күндики хәвиригә асасланғанда, мәркизий милләтләр университети, бейҗиң университети  вә қәшқәр университети  бирликтә уюштурған “ шинҗаңниң тарихи вә кәлгүси” намлиқ хәлқара муһакимә йиғини 12-июн қәшқәрдә ечилған. Йиғинда, қазақистан, өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 100 дин артуқ мутәхәссис  уйғур елиниң тарихи вә кәлгүсигә алақидар темиларни чөридәп муһакимә елип баридикән.

Дөләтлик миллий ишлар комитетиниң мудири пән йө бу йиғинда қилған сөзидә, “шинҗаңниң мәдәнийити көп хил болсиму, иттипақлиқ ичидә мәвҗут болди.  Уларни бирликкә кәлтүргүчи  әң муһим амил хитай мәдәнийитидур” дегән.

Йеқинда хитай һөкүмити илгирики милләтләр сияситиниң нөвәттә хитайниң дөләт әһвали вә дәвр тәрәққиятиға маслишалмиғанлиқи баһанә қилип, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси һәққидә омумий баян” намлиқ  дәрслик китабни нәшр қилған болуп,  пән йө  бу дәрслик китабиниң баш муһәррири болған. 

 Австралийә латроби университетиниң пирофессори җеймис лейболд (James Leibold) “ юқиридики китаб һәққидә язған мақалисидә мундақ дәйду: “хитай илгири бәргән вәдиләрни, миллий сиясәтләрни бирақла өрүп ташлиди, пән йөниң дәрслики хитай мәркәзчилики әпсанисини қайта пәйда қилишни мәқсәт қилған. Хитай хәлқ җумһурийитидә йәнә бир мәйдан ‛мәдәнийәт инқилаби‚ җиддий елип берилмақта ”.

Хитай ахбаратлирида түрлүк тарихи вә  археологийәлик  қезилмиларниң “шинҗаңниң әзәлдин хитайниң бир қисми икәнликини испатлайдиғанлиқи” тәшвиқ қилинип кәлмәктә.

Хитайниң тарихни сиясәт үчүн қоллиниш, буниң үчүн тарихий һәқиқәтләрни бурмилаштин янмаслиқ услуби рошән болуп, йеқинда хитай археологийә җәмийити билән хитай иҗтимаий пәнләр академийәси  бирлишип ачқан  йиғинда, чегра районларниң тарихи вә мәдәнийитиниң хитай мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми икәнлики тәкитлиниш билән биргә, археологийәни қандақ қилғанда сиясәткә маслаштуруп, хитай һөкүмити тәшәббус қиливатқан тарих вә мәдәнийәт еңи бәрпа қилғили болидиғанлиқи һәққидә көрсәтмә берилгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.