Қәшқәрдә тәйярланған чоң типтики опера “бән чав” хитайниң мустәмликичилик тәшвиқатини намаян қилди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.08

“хитай хәвәрлири” ториниң 6-өктәбирдики хәвиригә қариғанда, йеқинда қәшқәрдә тәйярланған чоң типтики нахша-уссуллуқ опера “бән чав” 21-нөвәтлик “хитай-шәрқий җәнубий асия әллири иттипақи көргәзмиси” дә қоюлған. Шуниң билән бир вақитта картон филим “бән чав” ға мунасивәтлик бир йүрүш мәдәнийәт буюмлириму базарға селинған.

Хәвәрдә дейилишичә, чоң типтики бу нахша-уссуллуқ операда бән чавниң шәрқий хән сулалиси (миладийә 25-220-йиллар) дәвридә ғәрбий районға сәпәр қилип, қәшқәр йеңи шәһәрдики қаравулханида вәзипә өтигән “тарихи” әкс әттүрүлгән. Хәвәрдә йәнә “тарихий қәһриман бән чавниң шанлиқ иш-излири намаян қилиниш билән биргә, җуңхуа милләтлириниң тарихий йилтизиниң бир туташ икәнлики көрситилди” дейилгән.

Мәлум болушичә, хитай даирилири бән чавни қәшқәргә бағлаш тәшвиқатиға алаһидә әһмийәт бәргән. Қәшқәр шәһириниң шәрқий җәнубидики түмән дәряси бойиға тоғра келидиған әскиһисар харабилики хитай тәшвиқатлирида “ғәрби диярдики 36 бәгликниң бири болған суллиғ хан ордиси” дәп чүшәндүрүлгән. Шундақла “миладийә 73-йили бән чав бу йәрдә баргаһ қурған һәмдә бу йәрни база қилип, һонларни тинчитип, ғәрбий диярни бирликкә кәлтүрүш вәзиписини тамамлиған” дейилгән. Хитай һәтта бу харабиликниң йенидики йолға “бән чав йоли” дәп нам бәргән.

Америкадики җорҗтовн университетиниң пирофессори җәймис миллвард бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елини хән сулалисидин башлап хитайниң земини, дәп давраң қилип келиватқанлиқини, әмма хитайниң 751-йилидин башлап чиң сулалисигә қәдәр болған миң йил ичидә бу районда һечқандақ сиясий тәсириниң болмиғанлиқини, йәнә келип хитайларниң изчил давам қилған миллий дөлити болмиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.