Уйғур аптоном райони қанун чиқирип, “қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилири” ни қоғдимақчи болди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.08

Уйғур аптоном райони қанун чиқирип, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланиниң һалқилиқ түгүни, шундақла униң “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәси” дә нопус қурулмисини өзгәртиш нишанидики һалқилиқ шәһәрлириниң бири болған қәшқәр қәдими шәһири рәстилирини қоғдимақчи болған.

Уйғур аптоном райониниң бу қарари, хитай дөләт кабинетиниң өткән йили қәшқәрни үрүмчи билән ғулҗидин қалса уйғур дияридики үч чоң “әркин сода райони” ниң бири, дәп ‍елан қилиши, уйғур тарихий вә мәдәнийитиниң нәччә миң йиллиқ бөшүки болған бу қәдимий шәһәрниң нопус қурулмиси һәм турмуш шәклигә болған әндишиләрни күчәйтишиниң арқисидинла елан қилиниши диққәт қозғимақта. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, “қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини қоғдаш низами” 31-март күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин мақулланған.

Қәшқәр кона шәһәр рәстилирини қоғдаш һәққидики 30 маддилиқ низамниң бу йил 5-айниң 1-күнидин башлап рәсмий иҗра қилинидиғанлиқи қәйт қилинмақта. “шинҗаң гезити” қатарлиқ райондики һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә қәйт қилинишичә, “қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилириму әнәнә билән заманиви тәрәққиятни бирләштүрүштә нурғунлиған тарихи орунларға охшаш, зиддийәт вә тосалғуларға учрап, қоғдаш, варислиқ қилиш, тәрәққият вә пайдилинишни маслаштурушта қийинчилиққа дуч кәлмәктә” икән.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, “бу мәсилини һәл қилишниң әң үнүмлүк усули бу шәһәрни қоғдаш һәм униңға варислиқ қилишни қанун рамкисиға киргүзүш” икәнлики тәкитләнгән болсиму, лекин мәзкур низамда йәнила нурғун һалқилиқ нуқтиларниң мүҗмәл һәм тутуқ икәнлики қәйт қилинмақта.

Явропа парламенти буниңдин хели йиллар бурун йәни 2011-йили, хитай һөкүмити “йәр тәврәшкә чидамлиқ ‍өй” селиш намида қәшқәр шәһири рәстилирини кәң көләмлик чеқишқа башлиғанда қарар мақуллап, хитай даирилиридин чеқишни тохтитишни тәләп қилған. Әмма хитай һөкүмити явропа парламентиниң чақириқиға қулақ салмиған, һәтта қәшқәрни б д т пән-мәдәнийәт маарип тәшкилатиниң мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүш чақириқлириниму рәт қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.