Д у қ: “қәшқәрдики кона қурулушларни чеқиш йәниму көп қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болиду”
2016.11.01
Бирқанчә йилдин буян қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилип, бу райондики уйғур аһалилириниң тарқақлаштурулуши хәлқарада “уйғурларниң миллий хаслиқиға игә мәдәний ядикарлиқларни бузуш, уйғурларни маканидин көчүрүш сиясити” дәп тәнқидләнгән. Бу сәвәбтин хитай һөкүмити қәшқәр кона шәһәр райони қурулушиниң бир қисмини сақлап қалған вә саяһәтчиләргә ечиветилгәнликини җакарлиған иди.
Әмма хитай таратқулиридин тәңритағ ториниң 31-өктәбирдики хәвиридә, қәшқәр вилайитиниң хитай секретари чен җюгуаңниң сөзи нәқил елинип, қәшқәр кона шәһиридики қурулушларниң давамлиқ чеқилидиғанлиқи вә заманиви қәшқәрниң қурулидиғанлиқи тәкитләнди. Қошумчә қәшқәр алаһидә иқтисадий райониниң партком секретарлиқиниму өз үстигә алған қәшқәр вилайитиниң хитай секретари чен җюгуаң, 30-өктәбир қилған сөзидә, “қәшқәр кона шәһәр районидики аһалиләр олтурақ районини өзгәртиш қурулуши, җәмийәт тинчлиқи вә узун муддәт әминликни мәқсәт қилған, кона өйләрни чеқиш қурулуши заманиви өйләргә көчүп киргән аммиға компартийиниң иллиқлиқини йәткүзүп, милләтләр иттипақлиқиға асас салиду” дегән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай әмәлдари чен җюгуаңниң сөзини тәнқидләп, “чен җюгуаң қәшқәрдики уйғурлар олтурақлашқан қәдимий қурулушларни чеқиштики мәқситиниң муқимлиқ вә әминлик икәнликини тәкитләпту. У ашкара һалда хитай һөкүмитиниң қәшқәрдә топлишип олтурақлашқан уйғурларни тарқақлаштуруш, уйғур миллий мәдәнийәт хаслиқиға игә қәшқәр шәһирини йоқитип, хитайлашқан шәһәр қуруш вә хитай мәдәнийитини уйғурларға мәҗбурий теңиш хаһишини ипадилиди. Буниң ақивити хитай һөкүмити арзу қилған муқимлиқини әмәс, бәлки өз мәдәнийитиниң вәйран қилинишиға наразилиқи күчийиватқан уйғурларниң йәниму көп қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болиду” дәп агаһландурди.