Қәшқәрдики сода йәрмәнкиси қошна дөләтләргә кәң тәшвиқ қилинмақта

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.20

“хитай хәвәрлири тори” ниң 19-авғусттики хәвиридин мәлум болушичә, 8-айниң 17-күнидин 21-күнигичә “14-нөвәтлик шинҗаң қәшқәр-оттура асия, җәнуби асия сода йәрмәнкиси” қәшқәр шәһиридә өткүзүлгән. Йәрмәнкигә таҗикистан асаслиқ меһман дөләт сүпитидә қатнашқандин башқа, қирғизистан, өзбекистан, қазақистан, пакистан қатарлиқ дөләтләрниң сода вәкиллири, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, оттура асия иқтисадий һәмкарлиқ институти қатарлиқ орунларниң вәкиллири қатнашқан. Оттура асиядики төт дөләттин 14 мухбир келип, бу йәрмәнкини тәшвиқ қилған.

Хәвәрдә дейилишичә, “қәшқәр йәрмәнкисидә җәм болуп, йипәк йолиниң йеңи тарихини язайли” темисидики бу йәрмәнкидә, қәшқәрниң қәдимий йипәк йолидики орни, шәрқ билән ғәрбни туташтуридиған муһим сода түгүни болуштәк әвзәллики гәвдиләндүрүлгән. Хитай һөкүмити 2010-йилила қәшқәр иқтисадий тәрәққият районини “иқтисадий алаһидә район” қилип тәстиқлиған болуп, қәшқәр әркин сода райони 2023-йил уйғур елидики үч чоң “әркин сода синақ райони” ниң бири болған. Бу қетимлиқ йәрмәнкидә, мәбләғ селиш һәмкарлиқи көргәзмә райони, оттура асия-җәнубий асия маллири көргәзмә райони, хитай маллири көргәзмә райони қатарлиқ үч район тәсис қилинған болуп, хитайниң бу дөләтләр билән техиму зор көләмдә һәмкарлишишиға сәһнә һазирланған.

Хитай һөкүмити уйғур елини “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң муһим дәрвазиси қилиш бир вақитта қәшқәрни әң муһим сода түгүни вә саяһәтчилик мәркизи қилишни пиланлиған. Шу сәвәбтин 2000-йиллардин та һазирғичә қәшқәрни тамамән өзгәртип, шенҗенға охшаш әркин сода шәһири қилишқа күчәп кәлгәниди. Тәтқиқатчи һенрик шаҗивиский бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитайниң қәшқәрни иккинчи шенҗен қилиш арзусиниң техи әмәлгә ашмиғанлиқини, чүнки хитай мәбләғ салғучилириниң қәшқәргә бәк қизиқип кәтмәйдиғанлиқини тәкитлигән. Шуңа униң қаришичә, хитай “бир бәлбағ бир йол” қурулуши арқилиқ мәбләғ йүрүштүрүп, бир яқтин әтрапидики дөләтләрдин тәбиий байлиқларға еришмәкчи, йәнә бир яқтин ташқи содини илгири сүрмәкчи болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.