Қәшқәрни хитай мәркизигә биваситә қарашлиқ шәһәргә айландуруш һәққидә тәклип сунулған

Мухбиримиз ирадә
2020.08.06

Хитай һөкүмитиниң қәшқәрни биваситә мәркәзгә қарайдиған шәһәргә айландурушқа тәйярлиқ қиливатқанлиқи мәлум болмақта.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвиригә қариғанда, 4 милйон 600 миң нопуси бар қәшқәр вилайитини хитайниң бейҗиң, тйәнҗин, шаңхәй вә чуңчиң қатарлиқ шәһәрлиригә охшаш мәркәзгә биваситә қарашлиқ шәһәргә айландуруш һәққидә хитай мәркизий һөкүмитигә бир тәклип сунулған. Мәзкур тәклип хитай пәнләр академийәси җуғрапийә п вә тәбиий байлиқ тәтқиқат мәркизиниң журнилида елан қилинған икән.

Әһвалдин хәвәрдар бириниң “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” гә ашкарилишичә, икки йил илгири хитай рәһбәрлири хитайдики һәрқайси тәтқиқат орунлиридин уйғур ели һәққидә техиму көп тәтқиқатларни елип беришни тәләп қилған. Нәтиҗидә бу орунлар өзлириниң уйғур ели һәққидики тәклип-пикирлирини һөкүмәткә сунушқа башлиған. Қәшқәрни биваситә мәркәзгә қарайдиған шәһәргә айландуруш тәклипи шулар ичидики бир тәклип болуп, уни хитай компартийәсиниң 4-дәриҗилик рәһбири, йәни хитай хәлқ қурултийи сиясий мәслиһәт кеңишиниң рәиси ваң яң башчилиқидики бир гуруппа оттуриға қойған икән.

Әһвалдин хәвәрдар йәнә бириниң бу гезиткә дейишичә, бу тәклип һазир хитайниң илмий саһәсидики мутәхәссисләр арисидиму муназирә қозғимақтикән. Бир қисимлар буниң қәшқәрниң тәрәққиятини илгири сүрүш вә бу арқилиқ дөләтниң узун муддәтлик муқимлиқини қоғдашқа пайдилиқлиқини илгири сүрсә, йәнә бир қисимлар қәшқәрдин ибарәт биңтуәнниң тәсири интайин күчлүк орунни мәркәзгә бағлашниң хитай мәркизи һөкүмитигә көп қийинчилиқ туғдуридиғанлиқини пәрәз қилишмақтикән.

Һалбуки, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр уйғурларниң мәдәнийәт бөшүки болған тарихий шәһәр қәшқәрни биваситә хитай мәркизигә қарашлиқ шәһәргә айландурушни хитайниң уйғурларға пиланлиған йәнә бир суйиқәсти, дәп баһалимақта. Улар бу тәклипниң уйғур елиниң “аптономийә” салаһийитини пүтүнләй инкар қилидиғанлиқини, уни хитайлаштуруш қәдимини техиму тезлитидиғанлиқини билдүрмәктә.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвиригә қариғанда, мәзкур тәклип бу йил өктәбирдә ечилидиған хитай компартийәсиниң қурултийидин бурун көздин кәчүрүп чиқилғандин кейин, келәр йили ечилидиған хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийида рәсмий оттуриға қоюлуши мумкинкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.