Хитай ташқи ишлар министири чин гаң мухбирларға американи тәһдит дәп көрсәткән

Мухбиримиз җәвлан
2023.03.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

3-Айниң 7-күни, хитай хәлқ қурултийи 14-нөвәтлик вәкилләр йиғини давамлишиватқанда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай ташқи ишлар министири чин гаң американи “хитайниң игилик һоқуқи вә тәрәққиятиға тәһдит селиватқан дөләт” дәп әйиблигән.

Америка “сиясәтчи” тори 9-март күни елан қилған хәвәрдә билдүрүлүшичә, чин гаң бу ахбарат елан қилиш йиғинида американи “хитайниң игилик һоқуқиға таҗавуз қиливатқан дөләт” дегән. Әмәлийәттә бу хил қаттиқ позитсийәни ши җинпиң башлап бәргән болуп, хитай вәкиллиригә қилған сөзидә “америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири бизни сиртмаққа елип, тәрәққиятимизға тосқун болуватиду” дегән, өткән йил 11-айда һиндунезийәдә президент җов байден билән көрүшкәндә һасил қилған “муқим, сағлам дипломатийәгә тайиниш” тин ваз кечип, “чил бөрә дипломатийәси” гә қайтиватқанлиқини көрсәткән.

Америка хитайниң җасуслуқ һава шарини етип чүшүргәндин кейин, икки дөләтниң мунасивитидә яхшилиниш әмәс, сүркилиш күчәйгән болуп, хитай америка вә явропа дөләтлиригә қарши мәйданға өтүп, русийә билән техиму күчлүк иттипақ қурған, һәтта русийәгә қорал ярдәм қилмақчи болғаниди.

“сиясәтчи” торидики хәвәргә қариғанда, америка дөләт хәвпсизлики комитети баянатчиси җон кербий (John Kirby) чин гаңниң гәплиригә инкас билдүрүп: “хитай ташқи ишлар министириниң икки дөләт мунасивитидики мәйдани қилчә өзгәрмигән” дегән.

Америка авам палатаси хитай ишлири алаһидә комитетиниң рәиси майк галигер (Mike Gallagher) чин гаңниң қутратқулуқ түсини алған баянлириға қарши инкас билдүрүп: “униң гәплири шуни көрситидуки, хитай компартийәсиниң ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ сияситидин кейин йеңи бурулуш һасил қилғанлиқи ялған. Уларниң бизни қарилап, башқиларни алдаштики сеһир күчи қисқа вақит көрүнидиған езитқу сәррапқа охшайду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.