Қирғизистанда сақчилар билән намайишчи амма арисида тоқунуш йүз бәргән
2013.05.31
Қирғизистанниң қумтор алтун кенидики ишчиларниң наразилиқ һәрикити тоқунушқа айлинип, нурғун адәм яриланған. Һөкүмәт тәрәп сақчилар билән намайишчилар арисидики тоқунушта 50 нәччә адәм яриланғанлиқи, 80 нәччә адәм қолға елинғанлиқини билдүргән.
Қумтор алтун кенида партлиған наразилиқ һәрикити йәнә җалалабад шәһиригә кеңийип, нәччә йүз намайишчи област башлиқиниң ишханисиға бастуруп киргән.
Қумтор алтун кени канаданиң торонто шәһиридики сентерра алтунчилиқ ширкитиниң башқурушида болуп, мәзкур кан қирғизистанниң асаслиқ кирим мәнбәлириниң бири иди.
Намайишчилар алтун канни дөләт иликигә өткүзүвелишни вә кан ишчилириниң турмуш шараитини яхшилашни тәләп қилип, пәйшәнбә күни намайиш қилған.
Қирғиз ахбарати намайишниң тәрәққий қилип, җүмә күни тоқунушқа айланғанлиқини хәвәр қилди. Пәйшәнбә күни нәччә йүз қирғиз намайишчи тамға йезисидики ток тарқитиш орниға бесип кирип, канниң токини үзүп ташлиған.
Җүмә күни намайишчилар кан ишханисиға бесип кирмәкчи болғанда, сақчилар резинкә оқ қатарлиқ қоралларни ишлитип, 2000 дәк намайишчини тарқитивәткән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, президент алмасбек атамбайев тоқунушниң кеңийип, сиясий малиманчилиққа айлинип кетишидин әнсирәп, дәрһал җиддий һаләт елан қилған.
Қирғизистан дөләт мудапиә министирлиқи һәрбий қисимларни йөткәп келип, бәзи һалқилиқ орунларни қоғдайдиғанлиқини билдүргән. Қирғизистан ахбарати, җалаабдтики малиманчилиқни һөкүмәткә қарши бәзи күчләр уюштурған болуши еһтимал, дәп гуман қилған.