Қирғизистан президенти атанбайеф ататүрк түрк тили мукапатиға еришти
Мухбиримиз үмидвар
2013.07.07
2013.07.07
Түркийә һөкүмити қирғизистан президенти алмасбек атанбайефқа 2013 - йиллиқ ататүрк түрк тили мукапати бәргәнликини елан қилди.
Пәрғанә учур ториниң йезишичә, мәзкур мукапатни түркийә миллий мәҗлисиниң муавин башлиқи мәһмәт саглам 4 - июл күни бишкәктә алмасбек атанбайеф билән көрүшкәндә тапшурған.
Ататүрк түрк тили мукапати һәр йили бир қетим түркий тилларни вә түркий хәлқләрниң мәдәнийитини қоғдашқа алаһидә һәссә қошқан кишиләргә берилиду, һазирғичә түркийә һөкүмити бу мукапатни испанийә баш министири хосе луйис, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, әзәрбәйҗан президенти һәйдәр алийеф қатарлиқларға бәргән иди.