Қирғизистан почтисиниң қәшқәрдә вакаләт ишханиси ечиши диққәт қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.07

“явро-асия хәвәрлири” (Eurasia Net) ториниң хәвәр қилишичә, қирғизистан рәқәмлик тәрәққият министирлиқи 23-авғуст күни қирғизистан почта идарисиниң қәшқәрдә вакаләт ишханиси ачидиғанлиқини елан қилған.

Қисқичә баянатта көрситилишичә, бу вакаләт ишханиси хитай почта идариси қәшқәр алаһидә иқтисадий районидики “хәлқара почта алмаштуруш мәркизи” ниң башқурушида ишләйдикән. Қирғиз даирилири баянатида, қирғизистанлиқ почта мулазимәт вәкиллириниң қандақ хизмәт қилидиғанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат бәрмигән бирақ бу ишханиниң “почта ул әслиһәлири” ни яхшилап, икки дөләт содисини тәрәққий қилдуридиғанлиқини илгири сүргән.

Баянатта мундақ дейилгән: “бу вакаләт ишханиси чегра һалқиған тор содисиға қулайлиқ яритишта алаһидә рол ойнайду һәмдә содигәрләр билән истемалчиларниң өзара һәрикитигә йеңи пурсәт яритип бериду” .

Мәзкур хәвәрдә ейтилишичә, хитай билән қирғизистан арисидики тор содисида 2020-йилдин башлап азрақ артиш көрүлгән болсиму, нисбәтән йәнила төвән икән. Бундин башқа йәнә, қирғизистан даирилири тор содисини күчәйтиш үчүн, хитайниң алибаба ширкитиниң тор содиси суписидики көлимини кеңәйтиш һәққидә улар билән келишим имзалиған. Әмма хитайдики иқтисадий чекиниш, ишсизлиқ вә истемалниң төвәнлишини нәзәрдә тутқанда, тор содисиниң унчә тез ешип кетиши еһтималдин узақкән. Йәнә бир җәһәттин, уларниң һазирқи тор содиси миқдариниң йәнә бир мәзгил төвән һаләттә туруш еһтималлиқини нәзәрдә тутқанда, қирғизистан почтисиниң қәшқәрдә вакаләт ишханиси ечиши соал пәйда қилған.

Еһтияҗ болмиған әһвалда, бу вакаләт ишханисиниң ечилишидики сәвәб немә?

Бу хәвәрниң аптори җастин бурк (Justin Burke) ниң дейишичә, қирғизистанниң вакаләт ишханисиниң қәшқәрдә болуши униң қошумчә вәзипилири һәққидә йип учи билән тәминлиши мумкинкән. Җүмлидин, қәшқәрниң қизилсу қирғиз аптоном областиниң йениға җайлашқанлиқи, униң үстигә қәшқәрниң хитайниң уйғур қатарлиқ мусулман милләтләргә зәрбә бериштики мәркизи болуп кәлгәнликини нәзәрдә тутқанда, қирғиз почтисиниң у йәрдә ишхана ечиши ялғуз тор содиси үчүнла әмәс, бәлки хитай даирилириниң чеграниң икки тәрипидики қирғизлар арисидики хәт вә алақини контрол қилиш мәқситигә хизмәт қилиш үчүн ечилған болуши мумкин икән.

Мәлум болушичә, қәшқәрдә қирғизистан почтиси вакаләт ишханисини ечиш тоғрисидики бу хәвәр 8-айниң оттурилирида қирғизистан баш министири ақилбек җаппарофниң уйғур елигә қилған зияритидин кейинла елан қилинған. Бундин бурун, 6-айда, қирғизистан ички ишлар министирлиқи вәкилләр өмики уйғур елини зиярәт қилғанда, хитай тәрәп билән бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтиш тоғрисида бир қатар келишимләрни имзалиған болуп, қирғиз ички ишлар министирлиқи әйни чағдики баянатида, “қирғизистан бихәтәрлик хадимлири шинҗаңдики зиярити мәзгилидә хитай сақчи даирилириниң рәқәмләштүрүштики йеңи мувәппәқийәтлирини тәтқиқ қилиш пурситигә еришти” дегән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.