Қирғизистанниң нарин районида хитайға қарши намайиш йүз бәргән

Мухбиримиз ирадә
2020.02.18

Қирғизистанниң атбеши йезисиға йеқин җайда хитайниң қурулуш пиланлириға қарши намайиш йүз бәргән. Бу йеқиндин буян қирғизистанда хитайниң зорийиватқан тәсиригә қарши қозғалған йәнә бир көлими бир қәдәр зор вәқә болуп һесаблинидикән.

Азадлиқ радийосиниң қирғизистандин бәргән хәвиридин қариғанда, 17-феврал күни нәччә йүзлигән киши қирғизистанниң нарин районидики атбеши йезисиға йеқин җайда намайиш қилип, һөкүмәттин хитайниң райондики қурулуш пиланини әмәлдин қалдурушни тәләп қилған. Мәлум болушичә, хитайға тәвә болған бу қурулуш пилани 275 милйон доллар қиммитидики бир таянч базиси түри болуп, бу қурулуш 2019-йили хитай дөләт рәиси ши җинпиң қирғизистанни зиярәт қилған мәзгилдә мақулланғаникән.

Намайишчилар шу күни қоллирида “биз бу таянч базилириниң қурулушиға қарши туримиз”, “қирғиз земини хитайға берилмисун” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни көтүргән.

Азадлиқ радийосиниң хәвәр қилишичә, намайиш тәшкиллигүчилири дүшәнбә күнидики намайишқа 2000 әтрапида киши қатнашқанлиқини илгири сүрсә, һөкүмәтниң райондики вәкили әмилбәк алимқулуф намайишчи санини 700-800 әтрапидилиқини илгири сүргән. У сөзидә намайишчиларниң тәлипигә һөкүмәтниң йеқинда бир җаваб қайтуридиғанлиқини билдүргән.

Қирғизистанниң нарин районида илгириму мушундақ бир наразилиқ һәрикити йүз бәргәниди. 2019-Йили 8-айда йүз бәргән бу вәқәдә, 500 әтрапида йәрлик хәлқ шу җайдики алтун кенини ечиватқан “җоңҗи” намлиқ хитай ширкитиниң кан райониға бастуруп кирип, хитай ишчилар билән тоқунушқан вә ширкәтниң бир қанчә кранлирини мусадирә қилған. Қирғиз аһалиси бу канларниң муһитни булғиғанлиқини билдүргән. Шу қетимлиқ тоқунушта 20 дин ошуқ хитай ишчиниң яриланғанлиқи хәвәр қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.