Хитайниң қирғизистандики әлчиханиси қирғизларни лагерға солиғанлиқини йошурушқа урунған
2022.10.12
Хитайниң бешкәктики әлчиханиси уйғур районидики қирғизларни лагерға солиғанлиқини вә уларни қийниғанлиқини йошурушқа урунған.
“земистан” ториниң хәвәр беришичә, қирғизистанға қечип барған бир лагер шаһити қирғизларниң лагерға солиниш әһвалини ашкарилиған. Униң билдүрүшичә, аз дегәндә 10 миң қирғиз ақту наһийәсидики аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерға соланған; йәнә бир қисими атуш, улуғчат вә ақчи наһийәсидики лагерларға соланған болуп, һәммини қошқанда, 25 миңдин ашидикән.
“айгул” исимлик бу қирғиз шаһит әслидә қирғизистанға оқушқа чиққан болуп, 2017-йилға кәлгәндә хитай әлчиханиси уни вә савақдашлирини аптобусқа селип, торғат еғизиға елип барған; чеградин өткән һаман хитай сақчилири уларниң бешиға қара халта кийгүзүп, қоллириға койза салған. Қирғиз қизлар лагерда қақ сәһәр туруп “партийә низамнамиси” өгәнгән, “дөләт нахшиси” ейтқан, пишурулған от-чөп йегән, мәйнәт су ичкән, сақчилардин таяқ йегән, улар қирғизистанда яки қазақистанда оқуғанлиқи үчүнла шундақ җазаланған.
Айгул қоюп берилгәндин кейин, қирғизистанға чиқивалған вә лагердики қабаһәтни дуняға ашкарилиған бирдинбир қирғиз шаһит болуп қалған. Хитайниң бешкәктә турушлуқ әлчиханиси буниңдин нарази болуп, айгулниң һекайисини ялғанға чиқарған һәмдә қирғизистан һөкүмити вә таратқулириға бесим ишлитип, лагер қурбанлириниң һекайилирини аңлатмаслиқни тәләп қилған.
Йәнә бир қирғиз лагер шаһити овалбәк турдахун коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң ярдими билән 2022-йил америкаға келип өз кәчмишлирини аңлатқаниди.