Хотәндики асия бойичә әң чоң қоғушун-синк кани қезилишқа башлиған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.28

“тәңритағ тори” ниң 28-авғуст чиқарған хәвиригә қариғанда, хотәндики қарақурум теғиниң оттурисидики асия бойичә әң чоң қоғушун-синк кани қезилишқа башлиған. Хитай һөкүмити 2023-йил 1-айдила бу канни ким артуқ қилип сетип, хитай бойичә әң юқири сетиш рекортини яратқан. Хәвәрдә, бу кан һазирғичә хитайдин тепилған қоғушун-синк записи әң мол, әң сүпәтлик кан дәп тәрипләнгән болуп, асия бойичә биринчи, дуня бойичә алтинчи орунда туридикән.

Хитайниң геологийәлик тәкшүрүш әтрити 2008-йил бу чоң кан байлиқини байқиған болуп, 2016-йил районлуқ кан идариси бу канниң дуня дәриҗилик чоң қоғушун-синк кани икәнликини җакарлиған. 2023-Йил хитайниң “шинҗаң канчилиқ гуруһи” бу канни ечиш һоқуқини сетивалған. Мөлчәрлинишичә, бу кандики қоғушун-синк записи 21 милйон тоннидин ашидикән.

Бу хәвәргә қариғанда, бу канни қезиш хитай үчүн дуня дәриҗилик қоғушун-синк базиси бәрпа қилишниң асасини тиклигән болуп, район иқтисадини гүлләндүрүшниң “үмид қурулуши” дәпму аталған.

Уйғур ели хитайниң һәр түрлүк енергийә, кан байлиқи вә хам әшя базиси болуп кәлгән болуп, униң мутләқ көп қисминиң район иқтисадини гүлләндүрүшкә әмәс, ичкири хитайниң еһтияҗини қамдашқа сәрп қилиниватқанлиқи мәлум.

Хитай хәвәрлиридин мәлум болғинидәк, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики кан байлиқлири хитай ширкәтлиригә ким артуқ қилип сетиливатқан болуп, бу йил 7-айда тарим ойманлиқи лопнур нефитлики қатарлиқ 4 нефитлик вә тәбиий газ районини чарлап байлиқ қезиш һоқуқи хитайниң чоң ширкәтлиригә сетилғаниди.

Геологийә мутәхәссиси гүлмирә бәрдаш ханим уйғур кан байлиқлириниң кәң көләмдә ечилиши һәққидә радийомизға қилған сөзидә: “бизниң кан байлиқлиримиз хитайниң енергийә истратегийәси үчүн бәкму муһим, хитай байлиқлиримизни булаң-талаң қилиш үчүн тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә җиддий һәрикәт қилмақта. Булар өз нөвитидә еғир дәриҗидики екологийәлик бузғунчилиққа сәвәб болиду” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.