“қурбан тулум үчинчи кәсип бағчиси” хотәндә қурулди
2023.02.21
Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай хәвәрлири тори” ниң 20-февралдики хәвиридә ейтилишичә, хотән вилайитиниң керийә наһийәсидики тоғрағаз йезисида “қурбан тулум үчинчи кәсип бағчиси” рәсмий қурулған.
Хәвәрдә ейтилишичә, уйғур дияридики әң даңлиқ “қизил саяһәт райони” ниң бири болған керийә наһийәси тоғрағаз йезиси хитай мәтбуатлирида кәң тәшвиқ қилинған “қурбан тулум хатирә сарийи” җайлашқан орун һесаблиниду. Бу қетим қурулған үчинчи кәсип бағчисиға 20 милйон сом (тәхминән үч милйон америка доллиридин көпрәк) мәбләғ селинған болуп, нөвәттә херидар чақириш паалийити башлинип кәткән. Буниң билән хитай өлкилиридики түрлүк ишләпчиқириш завутлири вә содигәрләр бу һәқтики тохтамларни башливәткән. Мәзкур үчинчи кәсип бағчиси тйәнҗин шәһириниң “шинҗаңға ярдәм бериш қурулуши” дики бир муһим түр болуп, тйәнҗин шәһири 2020-йилидин буян мушу “ярдәм қурулуши” намида керийә наһийәси тәвәсидә “җуңхуа кимликини омумлаштуруш” хизмитини аһалиләр райони, мәктәп райони вә һәрқайси йеза-қишлақларда зор дәриҗидә кеңәйткән. “тйәнҗин шәһириниң шинҗаңға ярдәм бериш алдинқи сәп қоманданлиқ штаби” ниң баш қомандани чен җйән бу һәқтә мухбирларға сөз қилип “бу түрдә базар арқилиқ херидар чақирилиду. Һазир 40 нәччә ширкәт бу йәргә келип иш башлап болди” дегән. Әмма мәзкур үчинчи кәсип бағчисиға қанчилик йәр ишлитилгәнлики, бу йәрләрниң мәнбәси кимләр икәнлики һәққидә сөз қилинмиған.
Хитай ахбарат васитилири көп қетим тәшвиқ қилған “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш түри” ниң бир муһим мәзмуни хитайчә тилдики йәслиләрни көпәйтиш вә хитайчә оқутушни кеңәйтиш, хитай кархана-завутлирини уйғур дияриға йөткәп келип ишләпчиқириш базиси қуруш дегәндәк түрләр болуп келиватқанлиқи мәлум. Буниң билән хитай ширкәтлири уйғур диярида мәһсулат ишләпчиқирип “мәһсулат вә мәбләғ хитайға еқиш, муһит булғиниш шу җайда қелиш” шәклидә иш көрүп кәлгән иди. Мушу хилдики йәрлик аһалиниң һаятлиқ макани болған йәрләрни игиләп ишләпчиқириш завутлирини қуруш һадисиси гарднер лейг (Gardner Leigh) ниң 2020-йили нәшр қилинған “мустәмликичиликниң иқтисад тарихи” намлиқ әсиридә “мустәмликә иқтисадиниң әң чоң алаһидиликлириниң бири” дәп көрситилгәниди.